Уйғур районида хитайниң юқири техникилиқ карханилири 1900 дин ешип кәткән
2023.12.19
Хитайчә “шинҗаң гезити” ниң 18-декабир күни чиқарған хәвиригә қариғанда, 2023-йил хитайниң йеңи вә юқири техникилиқ карханилириниң уйғур районини база қилиш сүрити мөлчәрдикидин тез болған, йәни бу йил уйғур райониға киргән юқири техникилиқ хитай карханилири 500 дин, җәмий кархана сани 1900 ешип кәткән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бу карханиларниң бир йил ичидила бундақ тез көпийип кетишидики сәвәб, һөкүмәтниң уларға алаһидә вә көп хил етибар сияситини йолға қойғанлиқидин икән. Йәни хитай даирилири уйғур районида тәрәққий қилмақчи болған бу хитай ширкәтлиригә мәбләғ, йәр-земин, баҗ, әркин сода райони, тошуш, сетиш қатарлиқ тәрәпләрдин бир йүрүш етибар сиясити йолға қойған.
Бу бир йүрүш етибар сиясәттин башқа йәнә, уйғур аптоном районлуқ пән-техника назарити юқири техникилиқ карханилар үчүн “йеңилиқ яритишқа илһам бериш, патент һоқуқини қоғдаш, тәтқиқат түригә мәбләғ һәл қилиш” қатарлиқ җәһәтләрдин мулазимәт қилған; хитай өлкилиридин көпләп “мутәхәссис” вә “хадимлар” тәклип қилинған; курсларға қатнашқанлар 3403 адәм қетимға йәткән.
Уйғур райониға көпләп киргән юқири техникилиқ хитай карханилири асасән дөләт игиликидики карханилар яки биңтүән билән һәмкарлашқан карханилар болуп, уйғур райониниң хитайдики истратегийәлик орун әвзәлликидин пайдиланғанлиқи һәмдә хитай даирилириниң “8 чоң кәсип гәвдиси” қуруш пиланиға әгәшкәнлики мәлум . Һалбуки, адриян зензгә охшаш тәтқиқатчилар, хитай карханилири қанчә көп қурулса, уйғур мәҗбурий әмгикиниң шунчә көп кеңийидиғанлиқи вә еғирлишидиғанлиқини оттуриға қоюп кәлмәктә.