Қазақистанда өткүзүлгән“хитай кино һәптилики” паалийитигә уйғур филимлири қатнаштурулди

Мухбиримиз үмидвар
2015.09.30

Хитай русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ мәмликәтләр билән һәмкарлишиш астида башлиған “йипәк йоли иқтисадий бәлвеқи” лайиһисини җанландуруш үчүн мәдәнийәт паалийәтлириниму күчәйтишкә киришкән болуп, буниң үчүн уйғур мәдәнийити темисиниму оттура асия дөләтлири билән болған бу хил алақә даирисигә киргүзмәктә.

Мәлум болушичә, йеқинда қазақистанда әнә шу“йипәк йоли” һәмкарлиқи рамкиси астида мәхсус хитай кино һәптилики паалийити өткүзүлгән болуп, мәзкур паалийәттә уйғур ели темисиға аит бир қанчә филимләрму көрситилгән. Буниң ичидә тонулған уйғур кино режиссори ширзат яқуп ишлигән “меһри-шәпқәт” филимиму көрситилгән.

Қазақистан мәтбуатлириниң учурлиридин мәлум болушичә, режиссор ширзат яқуп вә “меһри шәпқәт” филимида рол алған хадимлардин бир қанчә нәпири хитай вәкилләр өмики тәркибидә қазақистанни зиярәт қилишқа әвәтилгән.

Қазақистандики уйғур анализчилириниң ейтишичә, йеқинқи йиллардин буян хитайниң уйғур елидики сиясий тәқибләшлири, миллий зиддийәтләр вә уйғур тили һәм маарипиға қарита елип бериливатқан хитайлаштуруш сиясити вә башқиларға аит учурлар һәм инкаслар хәлқарада, җүмлидин оттура асия мәмликәтлиридиму инкас қозғашқа башлиди. Шу сәвәбтин, бейҗиң уйғурлар көп олтурақлашқан қазақистан қатарлиқ оттура асия мәмликәтлиригә вә башқа әлләргә уйғур мәдәнийитиниң тәрәққий қиливатқанлиқи вә уйғурларниң бәхтияр яшаватқанлиқидин ибарәт тәшвиқатлирини қанат яйдурушқа тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.