Хитай банка системиси давамлиқ киризисқа патмақта
2024.07.26
Хитай иқтисадидики чөкүш вәзийитиниң йәнә бир типик ипадиси банка системисида көрүлүватқан боһранда әкс етиватқанлиқи мәлум. “асия қаравули” гезитиниң 24-июлдики хәвиридә ейтилишичә, хитайдики өй-мүлүк базириниң касатлишиши әң зор дәриҗидә тәсир қилған даирә дәл банка системиси болуп қалған. Чүнки өй-мүлүк базири бирдәк банка тарқатқан қәрз асасида меңип кәлгән.
Хәвәрдә ейтилишичә, мушу бирнәччә күн ичидила 40 қа йеқин банка көздин йүткән яки башқа пул-муамилә системисиға қошулуп кәткән. Буниңға мисал қатарида тилға елинған “җяңши банкиси” йеқинда пул аманәт қойғучиларниң исяниға дуч кәлгән. Чүнки бу банкиға пул аманәт қойғучилар банкиниң ғайиб болуп кәткәнликини, өзлири аманәт қойған пул соммисиниңму йоқап кәткәнликини байқиған. Бу хилдики банкилардин һазир 3800 банка ашундақ малийә киризисигә дуч кәлгән болуп, улар бирдәк кичик типтики пул-аманәт вә қәрз банкилири һесаблинидикән. Гәрчә уларниң омуми мәбләғ қиммити 55 тириллийон сом (тәхминән 7.5 Тириллийон америка доллири) әтрапида болсиму, хитай банка системисиниң мәбләғ җуғланмисида 13 пирсәнтни тәшкил қилидиған бу санни сәл чағлашқа болмайдикән. Чүнки бу хилдики банкиларниң сани тездин көпийишкә башлиған.
Тексастики “хайман капитали” ширкитиниң мәбләғ директори кайл бас (Kyle Bass) бу һәқтә тохтилип, “хитайниң банка системиси һалакәткә йүзлиниватиду. Хитай иқтисадиниң үчтин биридин көпрәкини тутуп туруватқан өй-мүлүк системисиниң чөкүши өз нөвитидә хитай банка системисини һаңға иттириватиду” дегән. Техиму муһими хитай һөкүмитиниң иқтисадқа биваситә һөкүмранлиқ қилиши түпәйлидин иқтисадий система өз қанунийити бойичә әмәс, бәлки компартийәниң контроллуқ хаһишиға мас қәдәм елиш йөнилишидә һәрикәтлинишкә мәҗбур болуп қалған.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити бу хилдики иқтисадий киризислардин қутулуш үчүн өй-мүлүк базирини йөләш тәдбирлири қатарида тунҗи қетим өй сетивалғанларға бир йүрүш етибар бериш тәдбирлирини ишқа салған. Шундақла базарни җанландуруш мәқситидә хусусий аптомобил вә аилә еликтур үскүнилири сетивалмақчи болғанларға 41 милярд америка доллири қиммитидә қошумчә ярдәм пули аҗратқан.