Хитай қанун чиқирип, “башқиларни биарам қилидиған кийим-кечәкләр” ни чәклимәкчи болған
2023.09.06
Хитай һөкүмитиниң қанун чиқирип, пуқраларниң “башқиларниң кәйпиятини биарам қилидиған кийим-кечәкләр” ни кийишини чәкләшни ойлишиватқанлиқи билдүрүлмәктә. “блумберг хәвәрлири”, “мустәқиллиқ” гезити қатарлиқ хәлқара таратқуларниң билдүрүшичә, нөвәттә хитайниң музакирә қилиниватқан қанун лайиһәсидә “хитай хәлқиниң роһий кәйпиятиға зиянлиқ, хитай хәлқиниң көңлигә азар беридиған кийим-кечәк, сөз-һәрикәтләрни өз ичигә алған кәң даиридики хаһишлар” чәкләнгән икән. Лекин мәзкур қанун лайиһәси дәрһал чәт әлдики уйғурларниң диққитини қозғиған.
Улар, әгәр бу қанун лайиһәси мақулланса, униң уйғур кийим-кечәк мәдәнийитини техиму чәклиши, илгири уйғурларниң бәзи кийиниш адәтлирини “ашқунлуқниң ипадиси”дәп бастурған хитайниң, буниңдин кейин бу қанунни уйғурларға техиму илгириләп зәрбә беришниң бир баһаниси қиливелишидин әндишә қилмақта.
Хитай һөкүмити 2017-йили уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилип, лагер вә түрмиләргә қамаштин илгири, “уйғур аптоном райониниң радикаллиқни түгитиш низами” ни мақуллап, яғлиқ артқан, һиҗабланған, узун көйнәк кийгән аялларни; сақал қоюп, ошуқиниң үстидә иштан кийгән уйғур әркәклирини тутқун қилған. “радикаллиқни түгитиш низами” да бу хил кийим-кечәк вә ясиниш адити “диний радикаллиқ” ниң ипадиси, дәп қаралған иди. “блумберг хәвәрлири” ниң билдүрүшичә, нөвәттә қанун лайиһәси хитай хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин рәсмий елан қилинған болуп, бу лайиһә мәзкур комитетниң бу йиллиқ қанун чиқириш хизмити күнтәртипидики муһим вәзипиләр қатариға киргүзүлгән.
Мәлум болушичә, мәзкур қанун лайиһәсидә униңға хилаплиқ қилғучиларға 15 күнлүк тутуп туруш җазаси яки 5000 йүән җәриманә төләш җазаси бериш тәләп қилинған болсиму, лекин конкрет қандақ көрүнүш вә сөз-һәрикәтниң һөкүмәт тәрипидин қанунға хилаплиқ қилиш, дәп қарилидиғанлиқи ениқ әмәс икән. Хәвәрдә, бу қанун йеқинқи 10 йилдин бери хитайға һөкүмранлиқ қилип келиватқан ши җинпиңниң, өктичиләрни бастуруш урунушини ипадиләйдиғанлиқи тәкитләнгән.