Майкел кларк: “хитайниң шинҗаңни өзгәртиш урунуши көчмәнләр мустәмликисиниң еһтияҗини чиқиш қилған”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.06

Австралийә дөләтлик университетиниң уйғуршунаслиқ тәтқиқатчиси майкел кларк 6-сентәбир “дипломат” журнили” да мақалә елан қилип, “хитай компартийәсиниң шинҗаңни өзгәртиш урунуши, көчмәнләр мустәмликисиниң қисқа вә узун муддәтлик еһтияҗини әкс әттүридиғанлиқи” ни билдүргән. Майкел кларкниң ейтишичә, бәзиләр хитайниң 2016-йилдин башлап уйғурларни кәң көләмлик бастурушини “шинҗаң яки шинҗаңға алақидар террорлуқ вәқәлиригә қаритилған, чүшинишкә болидиған инкас, дәп қарисиму, лекин райондики бастуруш системисиниң һәр бир һалқисини инчикилик билән көзитип бирләштүргәндә, хитай компартийәсиниң пәқәт түркий мусулманлириниң хаслиқини йоқитип, хитайлар билән инақ өтүшкә көндүргәндила  андин хитай бихәтәрликкә еришиду, дәп қарайдиғанлиқини байқиғили болидикән.

 Майкел кларк “шинҗаңда бихәтәрлик намидики иҗтимаий лайиһиләш” мавзулуқ мақалисидә йәнә, әмәлийәттә хитай компартийәсиниң шинҗаңни өзгәртиштә икки қатламлиқ усул қолланғанлиқи, бу көчмәнләр мустәмликисиниң қисқа вә узун муддәтлик еһтияҗлирини чиқиш қилғанлиқини билдүргән. Униң көрситишичә, алди билән хитай уйғурларниң “радикаллиқ ипадилири” гә қарап, уларни “иҗтимаий түрләр”гә айриған, андин кимләрниң тутқун қилинип “қайта -тәрбийәләш” елип берилидиғанлиқини бекиткән. Униңдин сирт, компартийә йәнә дөләтниң һамийлиқида ул әслиһәләр қурулуши вә санаәт тәрәққиятиға мәбләғ селип, уйғур нопусини көчүшкә мәҗбурлиған.

Майкел кларк, хитайниң бу арқилиқ шәһәрлишишни вә иҗтимаий иқтисадий тәрәққиятни тезләткәнлики, буниңдики мәқситиниң мәзкур районни “нопус, иқтисадий вә әмәлий” җәһәтләрдин аталмиш“нормал өлкигә” айландуруштәк узун муддәтлик нишанни  чиқиш қилғанлиқини тәкитлигән. Майкел кларкниң қаришичә, “шинҗаңда бихәтәрлик системиси қурушниң дәсләпки мәнбәси террорлуқ әндишисидин келип чиққан болсиму, бирақ компартийә һазир <қайта-тәрбийәләш> вә системилиқ назарәт шинҗаңни вә бу райондики мусулман түркий аһалиләрни узун муддәтлик өзгәртишниң васитиси билән  тәминлиди” дәп қаримақтикән.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.