Хитай қәшқәр иқтисадий тәрәққият районини тәшвиқ қилип көчмәнләрни җәлп қилишқа урунмақта
2020.10.15
Хитайчә чиқидиған “тәңритағ” хәвәрләр тори 15-өктәбир күнидики бир хәвиридә, қәшқәргә селинған тәрәққият райониниң қәшқәрниң иқтисадий тәрәққиятиға зор төһпә қошуватқанлиқини илгири сүргән.
“қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони дөләт ичи вә сиртидики карханилардин мәбләғ җәлп қилидиған қизиқ нуқтисиға айланди” мавзусида елан қилинған хәвәрдә мунулар дейилгән: “2010-йили мәркизи һөкүмәт қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони қурушни тәстиқлап, қәшқәрни хитайниң ғәрбкә ечиветишидики муһим көзнәккә айландурди. 10 Йилдин кейин, қәшқәр иқтисадий тәрәққият райони қақаслиқтин тәрәққий қилип, ул әслиһәлири толуқ вә әвзәл иқтисадий районға айланди. 2600 Дин артуқ кархана бағчиға орунлашти, дөләт ичи вә сиртидики ширкәтләрниң мәблиғини җәлп қилидиған қизиқ нуқтиға айланди.”
Хәвәрдә йәнә “қәшқәргә мәбләғ салған һәр бир карханиниң өзигә хас муддиаси бар. Бәзиләр бу йәрдики қуруқ базарға һәвәс қилди, бәзилири орун әвзәлликидин пайдилинип, әтраптики чәтәл базарлириға киришни үмид қилди, бәзилири шинҗаңға санаәт ярдими бериш вәзиписини үстигә алди. Улар аҗизлиқтин күчлүклүккә қарап тәрәққиятниң һекайисини язиду,” дегәнләр баян қилинған.
Һалбуки, хәлқаралиқ ахбаратларниң мухбирлири илгири қәшқәр иқтисадий райони һәққидә язған хәвәрлиридә қәшқәрдики иқтисадий тәрәққият райониниң хитай илгири сүргәндәк һаләтни шәкилләндүрәлмигәнликини, нурғун дуканларниң тақақлиқини, базарларниң чөлдәрәп ташлинип қалғанлиқини, әтраптики қошна дөләтләрдин келиватқанларниң әрзан баһалиқ ушшақ-чүшшәк малларни сетивалғили келидиғанлиқини хәвәр қилип, аталмиш қәшқәр тәрәққият районининиң мәбләғ исрапчилиқи болғанлиқини хәвәр қилған иди.
Чәтәлләрдики көзәткүчиләр, хитай даирилиниң қәшқәр иқтисадий тәрәққият райониниң аталмиш әвзәлликлирини базарға селиш арқилиқ ичкири өлкиләрдин хитайларни районға келишкә җәлп қилишни көзләватқанлиқини мөлчәрлимәктә.