Хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик 3-омумий йиғини хитай иқтисадида бурулуш пәйда қилалмайду дәп қаралмақта

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.07.16

Хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик 3-омумий йиғини 7-айниң 15-күнидин башлап ечиливатқан болуп, йиғинда хитайдики өй-мүлүк киризиси, яшларниң юқири нисбәттики ишсизлиқи, карханилар вә истемалчилардики үмидсизлик, йәрлик һөкүмәтниң техиму көп қәрзгә боғулуп қелиши қатарлиқ мәсилиләрни һәл қилиш музакирә қилинидикән. Әмма көзәткүчиләр бу йиғин хитайниң нөвәттики иқтисадий әһвалини чоң җәһәттин өзгәртәлиши натайин дәп қаримақта икән.

“америка авази” ториниң 16-июл бәргән хәвиригә қариғанда, хитайдики иқтисадий мәсилиләр хәлқара сода муһитидики өзгиришләр, болупму хитайниң америка башчилиқидики демократик дөләтләр билән зиддийитиниң күчийишигә әгишип техиму еғирлишиватқан болуп, хәлқара җәмийәтму хитайниң бу йиғинда “хитайға чәт әл мәблиғини көпләп мәбләғ җәлп қилиш” дегәндәк ислаһат чақириқлирини оттуриға қоюшидин үмид күтмәйдикән. Тәһлилчиләрниң билдүрүшичә, хитай өзиниң ислаһатини 90-йилларда тамамлап болған болуп, хитайниң нөвәттики вәзиписи шу ислаһат нәтиҗилирини мустәһкәмләш икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң “партийә һәммини башқуруш, пул-муамилә хәтирини түгитиш, техникида өз күчигә тайиниш вә мәбләғ селишни асас қилған кәсипләрни тәрәққий қилдуруш” дегәндәк сиясәтлири хитай үчүн бир мәзгил ишқа ярисиму, хитай иқтисадиниң тез сүрәттә җанлиниши вә тәрәққий қилишиға түрткә болалмайдикән. Хитай иқтисадиниң һәқиқий гүллиниши йәнила хитайниң ғәрб дөләтлири билән болған сода вә техника һәмкарлиқиға бағлиқ болуп, нөвәттә хитайниң иқтисад билән тәң һәрбий күчини ашуруп, ғәрб дөләтлиригә тәһдит шәкилләндүрүши хитай иқтисадиға пайдисиз муһит яратқан.

Бу йиғин хитайниң чөкүватқан иқтисадини қандақ қутқузидиғанлиқини, қандақ ислаһат елип баридиғанлиқини көрситип беридиған йиғин дәп қаралсиму, нөвәттики әһвалдин қариғанда хитай хәлқара җәмийәткә һечқандақ пайдилиқ бир сигнал бәрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.