Дуняниң диққитини қозғап кәлгән хитай компартийәсиниң 3-омуми йиғини бейҗиңда башланған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.07.15

Хитай компартийәсиниң нәччә айлардин бери кечиктүрүлүп келиватқан 20- нөвәтлик 3-омумий йиғини 15-июл бейҗиңда башланған. Йиғин хитай компартийәсиниң сияситидә қандақ өзгириш ясайдиғанлиқи дуняниң диққәт нуқтиси болмақта. Бу қетимлиқ йиғин хитай иқтисади касатлишип, ишсизлиқ күнсери ешиватқан, хитайниң ғәрб билән болған мунасивити кәскинлишип, униңға қарита иқтисадий җаза кеңийиватқан, бейҗиңниң уйғур ирқий қирғинчилиқини җавабкарлиққа тартиш чуқанлири давамлишиватқан бир пәйттә чақирилған. Хитай һөкүмәт таратқулири  ислаһат , ши җинпиңниң хитайни йеңи бир йөлинишкә елип меңип, хитайниң иқтисадий өсүш сүритини қайта тезлитишидики “сирлиқ қорали” дәп чуқан селиватқан болсиму, әмма анализчилар хитайда “һәқиқий өзгириш” ниң болушиға гуман билән қаримақта.

Хитай компартийәсиниң зувани болған “хәлқ гезити” 15-июл елан қилған тәһрират мақалисидә, “ислаһат вә ечиветишниң давамлишидиғанлиқи вә йеңи бир сәһипә ечилидиғанлиқи” ни илгири сүргән. Мақалида, “бу сирлиқ қорал билән хитай иқтисади вә җәмийитиниң ғайәт зор өзгиришләрни баштин кәчүргәнлики” тәкитләнгән. Лекин радийомиз хитай бөлүминиң қәйт қилишичә, обзорчи вә анализчилар бу йиғинда чоң ислаһатниң оттуриға чиқишиниң натайин икәнлики, даириләрниң истемал беҗини ашуруш арқилиқ нәқ пул қийинчилиқиға дуч келиватқан йәрлик һөкүмәтләрниң киримини ашурушқа мәркәзлишиши мумкинликини билдүрмәктә икән. Бәзи анализчилар, баҗ ислаһати бейҗиң җиңши меһманханисида 18-июлғичә давамлишидиған бу қетимлиқ йепиқ йиғиндики әң чоң мәсилә икәнликини ейтқан. Бәзи анализчиларниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмәт таратқулириниң ши җинпиңни дең шавпиңға охшаш ислаһатчи қилип көрситиштәк чуқанлар, хитайда һәммә йәрни үмидсизлик қаплиған бир пәйттә оттуриға чиқмақтикән. Ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә, хитай даирилириниң бейҗиңда қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлирини алғанлиқи, йиғин ечиливатқан җиңши меһманханиси җайлашқан орунни алаһидә “һәрбий район” дәп бекитилгәнлики қәйт қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.