Хитайларниң америка тәвәсидики “күнтахта увиси” пачақлап ташланди
2023.05.12
Ройтерс агентлиқиниң 10-майдики хәвиридә ейтилишичә, америка сақчи даирилири калифорнийә вә филорида шитатлиридики хитайлар маңдуруватқан күнтахта завутлирини туюқсиз тинтип, уларниң завут вә ишханилирини печәтлигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң “җинко күнтахта ширкити” ниң баш шитаби шаңхәй шәһиридә болуп, америка тәвәсидики бу завутлири америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң ахтуруш буйруқи бойичә ахтурулған. Америка ана вәтән хәвпсизлик министирлиқи бу қетимқи ахтурушниң сәвәбини һазирчә ашкарилимиған. Мәзкур ширкәт болса дунядики күнтахта ишләпчиқиришта мәһсулат миқдари әң көп болған завутларниң бири икән. Әмма ширкәтниң баянатчиси бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “биз әхлақ пиринсиплириға вә америка қанунлириға толуқ риайә қилған асаста иш көрүп келиватимиз” дәп турувалған.
“филорида хәвәрлири” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, америка сода министирлиқи “җинко” ширкитиниң өз мәһсулатлирини аввал башқа бир мәмликәткә әвәтип, шу җайдин америка тәвәсигә елип кириватқанлиқини билдүргән. Әмма дунядики күнтахта мәһсулатлириниң мутләқ көп қисми хитайдин келидиғанлиқи, хитай тәмин етиватқан һәмдә ғайәт зор җапалиқ җисманий әмгәк бәдилигә пүтүп чиқиватқан бу күнтахта мәһсулатлириниң асасий җәһәттин уйғур дияридики мәҗбурий әмгәкниң мәһсули икәнлики бирнәччә йилдин буян һәрқайси саһәниң зор диққитини қозғап кәлгән иди.
“форбес” ториниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәхсус баянат елан қилип, америка президенти җов байденниң “асия тәвәсидин күнтахта импорт қилишқа вақтинчә чәк қоймаслиқ” һәққидики бәлгилимисини бикар қилишни тәләп қилған.