Хитай муһит тәшкилати җуңго нефит ширкитини мәһкимигә әрз қилди
2013.11.29
“хитай мәмликәтлик муһит бирләшмиси” намлиқ аммиви тәшкилатниң җүмә күни билдүрүшичә, бу орган җуңго нефит ширкитини муһитқа бузғунчилиқ қилиш билән әйибләп мәһкимигә әрз қилған вә җуңго нефит ширкитиниң 10 милйон доллар төләм төлишини тәләп қилған.
Мәзкур тәшкилатниң илгири сүрүшичә, җуңго нефит ширкити “қанунсиз һалда булғиғучи маддилар” ни тарқитип, җилин өлкисидә тупрақ вә йәр асти суниң булғинишини кәлтүрүп чиқарған.
Җуңго нефит ширкити уйғур аптоном районида нефит, тәбиий газ қезиш мәшғулати елип баридиған асаслиқ хитай ширкәтлириниң бири.
Бир муһит тәшкилатиниң дөләт игиликидики нефит ширкитини муһитқа бузғунчилиқ қилиш билән әйибләп мәһкимигә әрз қилиши хитайда аз учрайдиған әһвал.
Илгири хитайдики бәзи муһит тәшкилатлири җуңго нефит ширкитиниң русийә-хитай сиберийә нефит туруба йолини русийә федератсийәсигә қарашлиқ алтай җумһурийити вә уйғур аптоном райониниң алтай вилайитидин өткүзүп, хитайға улаш пиланиға қарши чиққан. Бу пилан алтай җумһурийитиниң қарши туруши сәвәблик әмәлгә ашмиған иди.
Екин хитай муһит тәшкилатлириниң билдүрүшичә, бу хил әрз-шикайәтләрдә сот әйибләнгүчи билән тил бириктүрүвелип, уларниң пайдисиға һөкүм чиқиридикән.