Хитайда йолға қоюлған нерва кесәлликлири дохтурханисиға мәҗбурий апириветишни чәкләйдиған қанунда гуманлиқ ноқтиларниң көплики билдүрүлмәктә

Мухбиримиз ирадә
2013.05.02

Хитайда чаршәнбә күнидин итибарән кишиләрни өзиниң разилиқи болмай туруп нерва кесәлликләр дохтурханисиға апириветишни чәкләйдиған йеңи қанун маддиси йолға қоюлған. Хитай мәркизи телевизийә қанили бүгүн бу һәқтә елан қилған хәвиридә, мәзкур қанунниң мәҗбурий қолға елиш әһвалини чәкләш үчүн йолға қоюлғанлиқини алаһидә әскәрткән.

Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, бу қанун техи йеқиндила кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитини әйибләп, хитайда һәр йили йүзләрчә, миңларчә кишилик һоқуқ актипи вә өктичиләрниң мәҗбурий һалда нерва кесәлликләр дохтурханисиға солинип җазалинидиғанлиқини оттуриға қойғандин кейин елан қилинған болуп, хитайда бу хил қанунниң тунҗи қетим йолға қоюлуши болуп һесаблинидикән.

Әмма хәвәрдә ейтилишичә, қанунда оттуриға қоюлған бәзи маддиларда гуманлиқ ноқтилар йәнила көп икән. Чүнки қанунда һәммә кишиниң өз разилиқи елиниши керәк дейилгән болсиму, униңға йәнә “бу кесили еғир болған, өзигә вә башқиларға зиян бериш еһтимали болған кишиләрни өз ичигә алмайду” дәп қошумчә қилинған.

Шаңхәй нерва кесәлликләр мәркизиниң дохтури җаң шинкәй мухбирға қилған сөзидә, “қанунда қандақ кишиләрниң нерва кесили яки юқиридикидәк өзигә вә башқиларға зиян беридиған киши дәп бекитилидиғанлиқиға йәнила ениқ тәбир берилмигән” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.