Әнглийә һөкүмити 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа чақирилди
Әнглийәлик тонулған сиясийон вә сабиқ әмгәк вә иҗтимаий параванлиқ министири иин данкан симис хитайниң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилишиға наразилиқ билдүргән вә әнглийә һөкүмитини бейҗиңниң олимпик өткүзүшигә қарши һәрикәт қилишқа чақирған.
Әнглийәдики "әхпрәсс" гезитиниң хәвәр қилишичә, сабиқ министир иин симис 1980-йили сабиқ совет иттипақи саһибханилиқ қилған олимпик мусабиқисиниң америка тәрипидин байқут қилинғанлиқини хатирилитип, худди сабиқ совет иттипақиға охшаш һәрикәт қиливатқан хитайниңму байқут қилиниши керәкликини билдүргән.
У хитайниң хәлқаралиқ әркин базар қаидилиригә хилаплиқ қиливатқанлиқи, хуавей ширкити арқилиқ һәқсиз риқабәт пәйда қиливатқанлиқи, һәтта таҗсиман вирус юқуминиң сәвәби үстидә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилғанлиқи үчүн австралийә һөкүмитигә тәһдит салғанлиқини тилға елип, хитайниң халиғанчә һәрикәт қилишиға йол қоюлмаслиқи керәкликини әскәрткән.
"әхпрәсс" гезити өз хәвиридә сабиқ министирниң бу сөзиниң дәл чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири хәлқара олимпик комитетини 2022-йиллиқ қишлиқ тәнһәрикәт мусабиқисини бейҗиңда өткүзүш қарариға қайта қарап чиқишқа чақирған мәзгилгә тоғра кәлгәнликини билдүргән. Хәвәрдә бир милйондин артуқ уйғур вә башқа мусулман түркий хәлқләрниң һазир хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалғанлиқи әскәртилгән.