Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара олимпик комитетини 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини әмәлдин қалдурушқа чақирди
2020.09.09
“ню-йорк вақти” ториниң 9-сентәбир хәвәр қилишичә, 160 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири хәлқара олимпик комитети рәисигә бирләшмә мәктуп сунуп, мәзкур комитетни хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисини нәзәрдә тутуп, 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисини хитайда өткүзүшни қайта ойлишишқа чақирди. Илгири бәзи кишилик һоқуқ тәшкилатлири өз алдиға мушундақ чақириқларни қилған, һалбуки бу қетимқиси хитайға қаритилған кәң-көләмлик бирләшмә чақириқ, бирләшмә һәрикәт икән.
8-Сентәбир күни елан қилинған бу мәктупта мундақ дейилгән: “хәлқара олимпик комитети шуни тонуп йетиши керәкки, хитай һакимийитиниң контроллуқи астидики һәр қайси җайларда кишилик һоқуқ мәсилиси күнсери еғирлишиватиду, бу әһвал олимпик роһи вә олимпик йиғининиң хәлқаралиқ инавитини техиму зиянға учритиду.” мәктупта йәнә мундақ дейилгән: “2008-йиллиқ бейҗиң олимпик йиғини хитай һакимийитиниң йүрикини йоғинитип, уйғур вә башқа милләтләргә техиму қаттиқ қол сиясәт йүргүзүшкә түрткә болған.”
Бу мәктупқа асия, явропа, шималий америка, африқа вә австралийәдики уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә моңғулларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириму имза қойған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи буни “тәнтәрбийәни сиясийлаштуруш” дәп әйиблигән.