Хитай һөкүмити “он миңлиған киши шинҗаң тоғрисида сөзләш” намлиқ тәшвиқат һәрикитини йолға қойған
2024.09.05
Хитай һөкүмити ғәрб демократик әллири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт” дәп хуласиләнгән сиясәтлирини ақлашни асасий нишан қилған тәшвиқат паалийәтлирини изчил түрдә күчәйтиватқанлиқи мәлум болмақта.
“хитай хәвәрләр тори” ниң 4-сентәбирдики хәвиридин қариғанда, хитай даирилири әмдиликтә бу хил тәшвиқат паалийитини йеңи пәллигә елип чиқишқа башлиған һәмдә “он миңлиған киши шинҗаң тоғрисида сөзләш” намлиқ бир һәрикәтни йолға қойған. Буниң тунҗи мәйдан лексийәси болса уйғур елидин хитайниң гуаңдуң өлкисигә “йүрүш қилған”. Буниң билән “шинҗаң һәққидики һекайиләрни яхши сөзләш” паалийитиниң хитай тәвәсигә кеңийиватқанлиқи техиму ашкара мәлум болған.
Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур паалийәт “шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партийә комитети тор бошлуқи ишханиси” ниң тәшәббуси билән қанат яйдурулған икән. “һәқиқий шинҗаңни дуня билән ортақлишиш” тин ибарәт баш темиға хизмәт қилиш үчүн йолға қоюлған бу паалийәт “миңлиған кишиләрниң шинҗаң һәққидә сөзлиши, тор алақә паалийити, бир йүрүш қисқа синларни тарқитиш, мақалиләрни йезиш вә тарқитиш, сүрәт вә картон филимлири” ни өз ичигә алидикән.
Хитай таратқулириниң хәвиридә “бу паалийәт арқилиқ шинҗаңниң дуняға очуқ икәнлики вә өзигә ишинидиған йеңи қияпити намаян қилиниду” дейилгән. Һалбуки, уйғур дияриға беришқа интиливатқан нурғунлиған ахбарат хадимлириниң һелиһәм толиму қаттиқ “виза синақлири” ға дуч келиватқанлиқи йеқинқи йилларда көпләп мәлум болған иди.
Хитай тәшвиқатиниң әксичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари ишханиси техи йеқинда өзлири 2022-йил 8-айниң 31-күни уйғур елиниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә елан қилған доклатниң икки йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилған иди бу доклатта хитай һөкүмитиниң қиливатқанлири “инсанийәткә қарши җинайәт” ни тәшкил қилиши мумкинлики хуласә қилинған болуп, хитай һөкүмити районда йолға қоюватқан намувапиқ сиясәтлириниң һелиһәм давам қиливатқанлиқи әскәртилгән. Америка һөкүмити болса бу һәқтә бәргән баянатида, хитай һөкүмитини уйғур елидә йолға қоюватқан “инсанийәткә қарши җинайәтлири” дин қол үзүп, қәбиһ зораванлиқини дәрһал тохтитишқа дәвәт қилған.