Хитай “җаң чийән” намлиқ чоң типлиқ опера тәйярлап, “дуняға шинҗаң әзәлдин тартип хитай земини” икәнликини елан қилишқа киришкән
2021.10.18
Хитай даирилири уйғур елидә ғайәт зор мәбләғ, адәм күчи вә 4 йил вақит сәрп қилип, хитайниң хән дәвридә һунларға қарши ғәрбий районға әвәткән әлчиси җаң чийән тоғрисида чоң типлиқ опера ишлигән. “җаң чийән” намлиқ чоң типлиқ бу опера хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” елип бериш, уларниң мәдәнийити, тили, диний, тарихини рәт қилип, уларға “җуңхуа миллити ортақ еңи” ни мәҗбурий сиңдүрүшкә урунуш билән әйииблиниватқан бир вақитта ишләнгән.
Бәзи көзәткүчиләрниң ейтишичә, хитай даирилири бу опера арқилиқ өзиниң уйғур ели тарихиға қарита рәсмий қаришини сәнәт арқилиқ кишиләргә техиму чоңқур сиңдүрүп, униң бу райондики игилик һоқуқиға болған гуманларни йоқатмақчи икән. Хитай тарихий материяллирида хән падишаһи хәнвудиниң җаң чийәнни һунларға қарши иттипақдаш издәшкә миладидин бурунқи 139-йили ғәйрий районға әвәткәнлики, җаң чийәнниң он нәччә йиллиқ ғәрбий район сәпиридә нурғун ахбарат топлап, хән сулалисиниң һунларни мәғлуп қилишида һалқилиқ рол ойниғанлиқи қәйт қилинған.
Лекин хитайниң кейинки һөкүмәтлири “шинҗаң хитайниң әзәлдин тартип бир қисми” дегәнни алға сүрүштә җаң чийәнни дәстәк қилип кәлгән. Уйғур аптоном райони даирилири 17-өктәбир 4 қисимлиқ мәзкур операниң пүтүш мунасивити билән ахбарат йиғини чақирған. “хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, ахбарат йиғинида, аптоном районлуқ тәшвиқат бөлүминиң муавин башлиқи рен йәнбин, “җаң чйән” операсини чоқум хәвәр, мәхсус тәшвиқат доклати вә әдәбий обзор қатарлиқ шәкилләр арқилиқ “пүтүн хитайға вә пүтүн дуняға шинҗаң әзәлдин тартип хитайниң айрилмас бир парчиси, дегәнни намаян қилиш керәк” дегән.