Хитай билән пакистан уйғур ели вә гилгит-балтистан районида қораллиқ қисимлар маневири елип беришқа келишкән
2024.09.23
Хитай мәркизи сиясий қанун комитетиниң секретари чен миңго билән пакистан ички ишлар министири моһсин нәқви 22-сентәбир күни пакистан пайтәхти исламабадта көрүшүп, икки дөләт сақчи вә қораллиқ сақчи қисимлириниң уйғур или вә пакистанниң гилгит-балтистан районида бирләшмә маневир елип беришиға келишкән.
Хәвәрдә, икки тәрәп сақчи вә қораллиқ қисимлириниң бирләшмә маневириниң қачан вә уйғур елиниң қайси җайлирида елип берилидиғанлиқи тилға елинмиған болсиму, әмма пакистанниң “ирқий қирғинчилиқ райони” дәп қариливатқан уйғур елидә хитай билән қораллиқ сақчи қисимлириниң “террорлуққа қарши” бирләшмә маневир елип беришни қарар қилиши диққәт қозғимақта.
Пакистан радийосиниң 22-сентәбир бәргән бу һәқтики хәвиридә, чен миңго билән моһсин нәқвиниң икки тәрәп арисида нурғун саһәләрдики һәмкарлиқини, җүмлидин террорлуқ, әткәсчилик вә зәһәрлик чекимликкә қарши туруш қатарлиқ җәһәтләрдики һәмкарлиқни күчәйтишкә келишкәнлики қәйт қилинмақта.
Йеқинқи йилларда, бейҗиң билән исламабадниң қәшқәр-гивадар порти арисидики “хитай-пакистан иқтисади каридори” ниң деңизға чиқиш еғизи болған балуҗистан районидики әслиһәлири “балуҗистан азадлиқ армийәси” ниң қораллиқ һуҗум нишани болуп кәлгән иди. “әл-җәзирә” ниң хәвәр қилишичә, бу йил 8-айда йүз бәргән балуҗистандики тоқунуш вә һуҗумларда 70 тин артуқ киши өлгән.
Хитай-пакистан арисидики “террорлуққа қарши” бу һәмкарлиқ, балуҗистан тәшкилатлириниң техи өткән һәптә җәнвәдә өткүзгән йиғиниға дуня уйғур қурултийи тәклип қилинған вә дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдә турушлуқ вәкили рәһимә мәһмут йиғинға қатнишип, уйғурларниң вәзийитидин доклат беришиниң арқисидинла елан қилинған. Бу икки ишниң өз ара бағлинишлиқ икәнликигә даир һечқандақ бир дәлил болмисиму, әмма хитайниң уйғурларни бастурушини дөләт хәвпсизлики җәһәттинла әмәс, бәлки дипломатийә җәһәттинму б д т да қоллап келиватқанлиқи мәлум.