Җим краймер: “хитайниң пай чәклиригә һәргизму йеқин кәлгүлүк әмәс!”

Мухбиримиз әзиз
2022.01.06

Америка пай чеки базири һәққидики иқтисадий мулаһизидә көзгә көрүнгән пул-муамилә анализчиси җим краймер йеқинда CNBC телевизийәсиниң хитай пай чәклири һәққидики соаллириға җаваб берип “мән һечкимгә хитай пай чәклирини сетивелишни тәвсийә қилмаймән. Уларниң пай чәклиригә һәргизму йеқин кәлгүлүк әмәс” дегән.

5-январдики видийо зияритидә җим краймер бу һәқтә тохтилип хитай рәиси ши җинпиңниң капитализмни яхши көрмәйдиғанлиқини, шундақла бундақ бир диктаторниң қол астидики дөләтниң пай чәклиридә һечқандақ ишәнч болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлигән. У бу һәқтики сөзләрни бәзи америка ширкәтлириниң хитай пай чеки базириға мәбләғ селип қошлап пайда алғанлиқи һәққидики хәвәргә баһа бәргәндә қилған. Шундақла бәзиләрниң “али баба”, “бәйду” қатарлиқ хитай пай чәклирини елип бай болғанлиқиға қарапла хитай пай чәклиригә шөлгәй еқитишниң әхмәқлиқ болидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

Буниңға охшап кетидиған сөзни “зайом падишаһи” ләқәмлик мәбләғ салғучи җефферий гундлакму қилған болуп; “хитайға мәбләғ селишқа болмайду. Чүнки уларниң учурлири ялған. Америка-хитай мунасивитидиму ишәнч йоқ. Хитайға салған мәблиғиңиз бир кечидила мусадирә қилинип кетиши мумкин” дегән.

Мәлум болушичә, америка-хитай мунасивитиниң йириклишип меңиши муқимлишип қеливатқанда хитайға мәбләғ селиш яки хитайниң нйо-йорк пай чеки базиридики пайлирини сетивелиш һәққидә көплигән муназириләр оттуриға чиқмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.