Хитай хәлқ қурултийиниң қанун комитети уйғур тилида оқутуш елип беришни “асаси қанунға хилап” дегән
2021.01.22
Хитай хәлқ қурултийиниң қанун-түзүм комитети миллий районларниң өз тилида оқутуш елип беришини хитайниң “асаси қанунға хилаплиқ‚ дәп елан қилған. Бу хитай қанун чиқириш органиниң уйғур аптоном районлуқ маарип назарити 2017-йили 7-айда һөҗҗәт чүшүрүп, райондики һәр дәриҗилик мәктәпләрдә уйғур тилини бирдәк чәклигәндин бери тунҗи қетим бу хил чәклимигә чүшәнчә беришидур. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири әйни вақитта уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң уйғур тилини чәкләш тоғрисидики қарарини хитайниң районда елип барған “ирқий қирғинчилиқ һәркитиниң парчиси” дәп әйиплигән иди.
Хитайдики “җәнубий астанә” гезитиниң хәвәр қилишичә, юқириқи сөзни хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи қанун-түзүм комитетиниң мудири шен чүняв, 13-нөвәтлик хәлқ қурултийи даими комитетиниң 26-қетимлиқ йиғинида бәргән 2020-йиллиқ хизмәт доклатида ейтқан. У “хитайниң бир қисим йәрлик қанун-бәлгилимилиридики һәр дәриҗилик һәр хил мәктәпләрдә өз миллитиниң тил-йезиқини ишлитиш яки шу милләтниң ортақ тилида оқутуш елип берилиши керәк, дегән бәлгилимә асаси қанун билән бирдәк әмәс, алақидар орунларниң буни түзүтүши тәләп қилинди,” дегән.
Униң тәкитлишичә, бу йәрлик бәлгилимиләр асаси қанунниң 19-маддисидики “дөләт ортақ тилни вә ортақ тил-йезиқ қанунини алға сүриду” дегән маддиға хилап икән. Көзәткучиләр, хитайниң уйғур тилини чәклигинигә 3 йилдәк болған болсиму, бирақ униңға әмдиликтә “қануний асас” ойдурғанлиқи, униң уйғур елида йолға қойған чәклимини хитайниң башқа аз санлиқ милләт районлириғиму кңәйтишни мәқсәт қиливатқанлиқини илгири сүрмәктә.