Хитай һөкүмити диний затларни бастурушта нормал диний мурасимларни “қанунсиз диний паалийәт” дәп бекиткән

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.03.11

Хитай һөкүмити уйғур дияридики диний затларни кәң көләмлик бастурушта “қанунсиз диний паалийәт” ниң даирисини кеңәйтип, һөкүмәт бурун йол қойған нормал диний мурасимларниму җинайәт сәвәби қилған.

Йеқинда “ташқи сиясәт” журнилида, уйғуршунас антрополог дәррен байлерниң “хитай қандақ қилип шинҗаңдики мурасимларни қанунсизлаштурди” намлиқ бир мақалә елан қилинған. Мақалидә җеминәй наһийәсидики сақчиларниң нурлан исимлик бир диний затни “қанунсиз диний паалийәткә йетәкчилик қилған” дәп тутқун қилғанлиқи муһим мисал қилип көрситилгән.

50 яшқа киргән нурлан йәрлик хәлқ арисида һөрмәт тапқан диний зат болуп, бовақларниң исмини қоюп бериш, яшларниң никаһини оқуп бериш, вапат болғанларниң җиназа намизини чүшүрүш қатарлиқ нормал диний мурасимларға йетәкчилик қилип кәлгән. 2017-Йил 6-айда тутулуп йиғивелиш лагериға соланған; 2018-йил 8-айда у “адәм топлап җәмийәт тәртипини қалаймиқан қилиш, диний әсәбийликтин пайдилинип қанунға бузғунчилиқ қилиш, әсәбийлик вә террорлуқни тәшвиқ қилидиған буюмларни сақлаш” дегәндәк “үч хил җинайәт” билән 17 йиллиқ кесилгән.

Мақалидә көрситилишичә, юқириқи үч хил җинайәт хитайниң сот вә сақчи идарилири алдин тәйярлап қойған җинайәт қалпиқи болуп, нурланға охшаш диний затлар тутулғандин кейин омумән мушу қалпақ билән җазаланған. Диний зат нурлан лагерға солиништин илгири наһийәлик хәлқ қурултийи вәкили болған. Бу, хитай даирилириниң диний затларни халиған чағда хәлқ вәкили қилип қойидиғанлиқи, халиған чағда “әсәбий унсур” дәп җазалайдиғанлиқиниң типик өрники һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.