Хитайниң өткән йилқи “чәт әл дүшмән күчлири” ни бастурушида қолға елинғанлар 47 пирсәнт ашқан

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.03.13

Хитай даирилириниң өткән йили елип барған “чәт әл дүшмән күчлири” гә четишлиқ җинайәтләрни бастуруш һәрикәтлиридә қолға елинғанларниң сани 50 пирсәнткә йеқин артқан.

Хитай баш тәптиш мәһкимисиниң башлиқи йиң йоң 11-март күни хитай хәлқ қурултийиға бәргән доклатида, 2023-йили 726 миң кишиниң “чәт әл дүшмән күчлири” гә зәрбә бериш һәрикәтлири җәрянида қолға елинғанлиқини ейтқан. Буниң алдинқи йилқидин 47.1 Пирсәнт артқанлиқи қәйт қилинмақта. Гәрчә йиң йоң доклатида һәр қайси категорийәләр бойичә тәпсилий тохталмиған болсиму, лекин у 2023-йили 2 милйон 400 миңдин артуқ кишиниң “дөләт бихәтәрлики” гә мунасивәтлик җинайәтләрдин “қолға елинған” яки “җазаланғанлиқи” ни билдүргән.

Буниң ичидә өткән йили уйғур дияридин юқириқи җинайәтләр билән әйиблинип қолға елинған яки җазаланғанларниң қанчә пирсәнтни тәшкил қилидиғанлиқи мәлум әмәс. Уйғур аптоном районлуқ юқири тәптиш мәһкимисиниң рәсмий санлиқ мәлуматлиридин уйғур диярида җаза лагерлири башланған 2017-йилдин 2022-йилғичә, 615 миңдин артуқ кишиниң җазаланғанлиқи, 2017-йили җазаланғанларниң алдинқи йилқидин 437 пирсәнт артқанлиқи мәлум. Лекин юқири тәптиш мәһкимисиниң бу йил 2-айда өткүзүлгән уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң 14-қетимлиқ 2-йиғинида бәргән доклатида, өткән йили уйғур диярида дөләт бихәтәрлики яки аталмиш “террорлуқ”, “ашқунлуқ” җинайәтлиригә четилип қолға елинған кишиләрниң конкрет сани һәққидә мәлумат бәрмигән иди.

Йиң йоңниң 11-март хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиға бәргән доклатида қәйт қилишичә, өткән йили хитай даирилири хитай бойичә бир милйон 688 миң кишини рәсмий җазалиған болуп, бу 2022-йилқидин 17.3 Пирсәнт ашқан. У йәнә өткән йилқи “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикитиниң муһим нуқтиси “сиңип кириш, бузғунчилиқ қилиш, қутратқулуқ қилиш вә бөлгүнчилик” қатарлиқ “чәт әл дүшмән күчлири” гә мунасивәтлик җинайәтләргә қаритилғанлиқини ейтқан. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, хитайниң “дөләт мәхпийәтлики” наһайити мүҗмәл болуп, “дөләт бихәтәрлики җинайити” журналистлар, адвокатлар вә паалийәтчиләрниң торға йоллиған материяллириға асасән бекитилмәктә икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.