Хитай баянатчи җав лиҗийән: “адриян зензниң қәшқәр сотида әрз қилиниши хитайниң қанун дөлити икәнликини намаян қилди”

Мухбиримиз ирадә
2021.04.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитай ташқи ишлар баянатчиси җав лиҗийән 14-апрел күнидики ахбарат йиғинида тәтқиқатчи адриян зензниң уйғур елидики пахтиларниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқлиқини спатлап чиққан доклатини инкар қилған. У адриян зензниң тәтқиқат нәтиҗилирини “миш-миш параң” дәп атап “у шинҗаңниң қанунлуқ тиҗарәт қилидиған карханилири вә җапалиқ ишләш арқилиқ намратлиқтин қутулған кишиләрниң мәнпәәтигә зиян йәткүзди” дегән.

Йеқинда хитайдики һөкүмәт таратқулиридин “хитай хәвәр тори” учур тарқитип, “2-апрел күни қәшқәр оттура хәлқ сот мәһкимиси йәкән наһийәсидики шийоңйиң тоқумичилиқ чәклик ширкитиниң адриян зенз үстидин қилған әрзини тапшурувалди” дегән.

Хитай ташқи ишлар баянатчиси җавлиҗийән баянатида “хитай қанун билән башқурулидиған дөләт, шинҗаң аптоном районидики алақидар ширкәтләр қанун арқилиқ адриян зензни әрз қилди, бу қанун билән идарә қилиш вә хитай хәлқиниң һоқуқ-мәнпәәтини қоғдаш еңиниң күчәйгәнликини әкс әттүрди. Бу иш кишини толиму рази қилиду” дегән.

Һалбуки, хитайниң қанун арқилиқ идарә қилинидиған дөләтликини илгири сүргән җавлиҗийән ахбарат йиғинида хитайниң асасий қанунидики миллий һоқуқ бойичә “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп бекитилгән рәсмий наминиму толуқ атимай, уни баштин ахири “шинҗаң аптоном райони” дәп атап, аптономийә һоқуқи мәнсуп болған уйғур намини қолланмиған.

Адриян зенз өткән 12-айда “йәршари сиясити мәркизи” дә елан қилған доклатида, 2018-йили уйғур елиниң пәқәт үч вилайитидила аз дегәндә 570 миң адәмниң мәҗбурий пахта теришқа селинғанлиқини, пахтиға мунасивәтлик һәрқандақ мәһсулат вә тәминләш зәнҗирлириниң хам әшясиниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқлиқини хитай һөкүмити өзи елан қилған һөҗҗәтләргә асаслинип туруп ашкарилиғаниди.

Мәзкур доклаттин кейин, америка һөкүмити вә “H&M” қатарлиқ даңлиқ кийим маркилири уйғур елини мәнбә қилған пахтилар билән мунасивитини үзидиғанлиқини җакарлиған. Хитай болса шундин кейин адриян зензни һақарәтләш, уйғурларниң пахтиларни өз ихтиярлиқи билән териватқанлиқи мәзмун қилинған тәшвиқатларни тарқитип кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.