Хитайниң “хоңкоң хәвпсизлик қануни” ни мақуллиши зор ғулғула пәйда қилди

Мухбиримиз әзиз
2020.06.30

Хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи 30-июн күни “хоңкоң хәвпсизлик қануни” ни мақуллап, буниң шу күндин етибарән рәсмий иҗра болидиғанлиқини җакарлиди. Хитай рәиси ши җинпиң шу күни мәзкур қанун һәққидә рәис буйруқи елан қилип униңға имза қойған.

Америка симлиқ хәвәрләр тори (CNN) ниң 30-июндики хәвиридә ейтилишичә, мәзкур қанунниң асасий мәзмуни бойичә хоңкоң тәвәсидики хитайдин айрилип чиқиш яки хитай һөкүмитиниң нопузини ағдуруш характеридики һәрқандақ қилмиш, шуниңдәк чәтәл күчлири билән һәмкарлишиш вә башқа “террорлуқ” һәрикәтлирини буниңдин кейин хитай һөкүмити җинайи ишлар делоси қатарида бир яқлиқ қилалайдикән.

“америка хәвәрлири” ниң 30-июндики хәвиридин мәлум болушичә, “хоңкоң хәвпсизлик қануни” рәсмий елан қилинғучә униң мәзмуни җамаәткә ашкариланмиған. Шуңа хоңкоңда һечкимму бу қанунда немиләрниң ейтилғанлиқидин хәвәрсиз турған. Әмма хоңкоң алаһидә райониниң “бейҗиңпәрәс” дәп қариливатқан баш иҗраийә әмәлдари кәррий лам бу тоғрилиқ сөз қилип “мәзкур қанунниң хәлқ қурултийида мақулланғанлиқини қизғин алқишлаймиз” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу қанунниң мақуллиниши маһийәттә хоңкоңниң “аптономийә” лик орни үзүл-кесил хараб болғанлиққа баравәр икән. Чүнки 23 йил илгири хитай һөкүмити хоңкоңни әнглийәдин қайтурувалғанда “хоңкоңниң һазирқи қанун системиси 50 йилғичә өзгәрмәйду” дәп җакарлиғаникән. Әмдиликтә болса бу қанун хоңкоңдики демократик йосунда оттуриға чиқиши мумкин болған бейҗиңға қарши һәрқандақ һәрикәтни “җинайәт” дәп бекитип бир яқлиқ қилишқа йол ачидикән.

Мәзкур қанун мақулланғандин кейин хоңкоңдики бир қисим кишиләр “хоңкоңға әркинлик!”, “инқилаб башлансун” дәп шоар товлиған. Нурғунлиған пуқрави тәшкилатлар болса өзлириниң бундин кейинки паалийәтлириниң еғир чәклимиләргә учрайдиғанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Әнглийә вә америка һөкүмәтлириму өзлириниң буниңдин тәшвишлиниватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.