Хитай-қирғизистан-өзбекистан төмүрйол линийәси пилан қилинған

Мухбиримиз җүмә
2017.12.30

Хәвәрләргә қариғанда уйғур елиниң қәшқәр шәһиридин башлинип хитай, қирғизистан вә өзбекистанларни бир биригә туташтуридиған бир төмүрйол линийәсини ясаш пилан қилинған.

“езәр хәвәрлири тори” ниң хәвәр қилишичә, 3 тәрәп һәйәтлири 27-декабир өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә учришип, мәзкур мәсилә үстидә сөзләшкән вә пикир бирлики һасил қилған. 

Хәвәрдә қирғизистанниң өзбекистанда турушлуқ баш әлчиси данияр сидиқофиниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, мәзкур пойиз линийиси бесип өтидиған районларниң тәпсилати келәр йили апрелғичә тәйярлинидикән. 

Хәвәргә қариғанда, үч тәрәп вәкиллири сөһбәт җәрянида йәнә мәзкур линийә қурулушиниң мумкинчилик тәтқиқати һәққидики һасилатларни 2018-йили авғустқичә тәйярлаш, қурулушниң мәбләғ мәсилисини һәл қилиш чарилири 2018-йилиниң ахириғичә оттуриға қоюшқа келишкән. 

Хәвәрдә омумий узунлуқи 450 километирдин 500 километирғичә болған мәзкур төмүрйол линийисиниң қирғизистан вә өзбекистанниң хитай билән болған сода алақисини илгири сүридиғанлиқи көрситилгән. 

Һалбуки илгири бу һәқтә елан илинған бәзи хәвәрләрдә қирғизистан хитай билән болған ташқи содида хитайдин көпләп мал импорт қилған болсиму, хитайға мал експорт қилишқа қийинчилиққа йолуққанлиқи илгири сүрүлгән.

Илгири хитай оттуриға қойған аталмиш “бир бәлвағ бир йол истратегийиси” ниң йәнә бир йөлинишиниң уйғур елидин башлинип қирғизистан, әзәрбәйҗан вә түркийә арқилиқ явропаға улинидиғанлиқи илгири сүрүлгән. 

Бу нөвәт пилан қилинған бу төмүрйол линийисиниң “бир бәлвағ бир йол истратегийиси” ниң бир парчиси яки әмәслики һазирчә намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.