Ши җинпиңниң русийә зиярити немини көзләйду?
2023.02.01
Хитай рәиси ши җинпиңниң йеқинда русийәгә зиярәткә баридиғанлиқи йеқиндин буян һәрқайси ахбарат васитилириниң муһим темисиға айланди. Йәнә келип бу қетимқи зиярәтниң украина уруши башланғанлиқиға бир йил болған мәзгилгә тоғра келиши бу җәһәттә көплигән пикирләргә сорун һазирлиди.
“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң 31-январдики обзорида ейтилишичә, ши җинпиңниң бу қетимқи москва сәпири асаслиқи русийә билән хитай оттурисида украина уруши сәвәбидин келип чиққан бир қисим “һаң” ларни йепиш, шуниңдәк икки тәрәп оттурисидики иқтисад вә сода алақисини күчәйтишни мәқсәт қилған. Әмма һәр икки тәрәп мушу қетимлиқ зиярәт арқилиқла улар оттурисидики көплигән мәсилиләрниң һәл болуп кетишигә ишәнчи йоқлуқини билдүргән.
Ройтерс агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, русийә тәрәп бу һәқтә инкас билдүрүп: “ши җинпиңниң москваға келиши икки тәрәп мунасивитидики муһим вәқәләрдин һесаблиниду. Хитай һәрқачан бизниң йеқин достимиз” дегән. Әмма ши җинпиңниң бу қетимқи зиярити хитайниң ташқи мунасивәт ишлиридики бир қетимлиқ намайәндә, дәп қариливатқан болуп, бу қетимқи зиярәттә хитайниң русийә билән яки америка башчилиқидики ғәрб дуняси билән бир сәптә туруши йәнә бир қетим айдиң болидикән.
Бейҗиң шәһиридики сиясий анализчи диң гаң бу һәқтә “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитигә сөз қилип: “хитайниң украина урушидики мәвқәси явропаниң хитай һәққидики қаришини түптин өзгәртивәтти. Бу мәнидин алғанда русийәниң украинаға таҗавуз қилиши хитайға сәлбий тәсир көрсәтти” дегән. Хитайниң русийәни “таҗавузчи” дәп әйибләшни һәмдә ғәрб дуняси елан қилған иқтисадий җаза тәдбирлиригә аваз қошушни рәт қилишиму хитайни хәлқарада тәнқидкә муптила қилған. Шуңа бу қетимлиқ сәпәрниң қандақ нәтиҗиләргә еришиши изчил һәрсаһәниң диққитидә болуп кәлмәктә.