Америка хитайниң русийәниң җазадин қечишиға ярдәм қилса дуч келидиған ақивитини агаһландурди

Мухбиримиз әркин
2022.03.14
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җәк солливан, әгәр хитай русийәниң украинаға қораллиқ таҗавуз қилишиға қарита йүргүзүлгән җазалаш тәдбирлиридин қечишиға ярдәм қилса, “муқәррәр” ақивәткә дуч келидиғанлиқини агаһландурған. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бирқанчә америка әмәлдари русийәниң 24-феврал украинаға таҗавуз қилғандин кейин хитайдин қорал-ярағ ярдәм қилишни сориғанлиқи, бу, ақсарайниң хитай ғәрбниң украинаға ярдәм қилип, униң өзини мудапиә қилишиға ярдәм бериш тиришчанлиқиға бузғунчилиқ қилиши мумкин, дегән әндишисини қозғиғанлиқини билдүргән.

Җәк солливан 13-март америка хәвәрләр тори-CNN ниң зияритиниң қобул қилғанда хитайниң русийәни иқтисадий вә маддий җәһәттин қанчилик рәвиштә қоллаватқанлиқини йеқиндин көзитиватқанлиқи, әгәр бундақ иш йүз бәрсә, буниң еғир ақивәт кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини ейтқан. Җәк солливан мундақ дегән: “биз бейҗиң билән биваситә вә хусуси рәвиштә алақилишиватимиз. Әгәр кәң көләмлик җазадин қечиш һәрикити болса яки хитай русийәниң бу бошлуқни толдурушиға ярдәм қилса буниң бир ақивити болидиғанлиқи муқәррәр”. Җәк солливан йәнә: “биз дуняниң һәрқандақ җайидики һәрқандақ дөләттин русийәниң бу иқтисадий җазадин қутулуши үчүн һаятлиқ йолиға еришишигә йол қоймаймиз” дегән.

Җәк солливан бу сөзләрни 14-март күни хитайниң ташқи ишларға мәсул сиясий бюро әзаси яң җйечи билән италийә пайтәхти римда учришиштин бир күн аввал ейтқан.

Русийәниң хитайдин қорал-ярағ ярдәм қилишни тәләп қилғанлиқини тунҗи қетим “малийә вақти” гезити хәвәр қилған. Лекин ройтерс агентлиқиниң ейтишичә, хитайниң вашингтонда турушлуқ әлчиханисиниң баянатчиси “өзиниң бундақ бир хәвәрни аңлап бақмиғанлиқи” ни билдүргән. Җәк солливанниң ейтишичә, вашингтон хитайниң русийәниң украинаға қаритилған пиланидин хәвәрдар икәнликигә ишинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.