Америка һөкүмити русийәгә оғрилиқчә ярдәм бериватқан хитайға чәклимә сизиқи бекиткән
2022.03.25
Америка һөкүмити русийәгә йүргүзүлгән иқтисадий имбаргодин һалқип өтүп, русийәгә пул-муамилә, маддий әшя, һәтта әскирий лазимәтликләр ярдими бериватқан, иқтисадий җазани сода пурситигә айландуруватқан хитай һөкүмитигә қизил сизиқ бекиткән.
Руйтерс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка президенти җов байден нато (NATO) ға әза дөләтләр башлиқлири җиддий йиғиниға қатнишп, хитайниң қилмишлириға ортақ тәдбир елишни қарар қилидикән. Америка дөләт хәпсизлики мәслиһәтчиси җек салливан (Jake Sullivan) 23-март күни мухбирларға қилған сөзидә, “7 дөләт гуруһи” әзалириниң пат арида хитайға ортақ инкас қайтуруп, хитай вә башқа һәр қандақ дөләтниң русийәгә йүргүзүлгән имбаргоға бузғунчилиқ қилмаслиқиға капаләтлик қилидиғанлиқини билдүргән. Җек салливан мундақ дегән: “бу пәқәт хитайғила әмәс, русийәгә берилгән иқтисадий җазаға бузғунчилиқ қилишқа яки уни аҗизлитишқа урунидиған һәр қандақ иқитсадий гәвдигә қаритилған. Америка һөкүмити хитайға бу сигнални бәрди, әмдики гәп бизниң явропа иттипақи вә башқа дөләтләр билән бир йәргә келишимиздур”.
Америка һөкүмити еликтронлуқ мәһсулатлар, компютер, айропилан запчаслири, йерим өткүзгүч қатарлиқ муһим мәһсулатларни русийәгә експорт қилишни чәклигән болуп, чәклимини бузған ширкәтләрни җазлайдиғанлиқини елан қилған.
Хитай һөкүмити русийәгә йүргүзүлгән имбаргони изчил әйибләп кәлгән болуп, русийә иқтисадиға ярдәм бериш үчүн русийәниң буғдайлирини алмақчи болған. Америка һөкүмити хитайниң русийәгә қаритилған сода чәклимисини бузуп, аллиқандақ йочуқтин пайдилинип яки өзлири йочуқ пәйда қилип, русийәгә давамлиқ иқтисадий ярдәм, һәтта һәрбий ярдәм беришидин әнсирәйдикән. Җек салливанниң билдүрүшичә, америка һөкүмити бу ишниң йүз бәрмәсликигә капаләтлик қилиш үчүн бу қетим хитайниң қилмишиға ениқ чәк бекиткән.