Уйғур районида вәзипә өтәветип ухлап қалған хитай сақчилириниң сүрәтлири диққәт қозғиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.05.31

Бүгүн хитайчә көзитиш намлиқ бир хәвәр торида хитай сақчилириниң уйғур районида вәзипә өтәватқан мәзгилдә ухлаватқан сүрәтлири елан қилинди.

Әсли хәвәрдә хитай сақчилириниң җапалиқ турмушиға мәдһийә оқулған болсиму, әмма сүрәтләрдин ипадиләнгән сақчиларниң мәсулийәтсиз позитсийиси вә пассип кәйпияти хәвәрни көргүчи вә көзәткүчиләрниң диққитини тартти.

Сүрәттә тамға йөлүнүп ухлаватқан 10 нәччә сақчиниң қолида “топилаңға қарши туруш” дәп хәт йезилған қалқанлар тутулған, коча оттурисида топлишип йәрдә ятқан сақчиларниң үсти-беши толиму аварә қияпәттә болуп, буниңға қарита бәзи көрүрмәнләр һесдашлиқ позитсийиси билдүргән; йәнә бәзиләр болса бу көрүнүштә сақчиларға хас сәзгүрлүк вә җәңгиварлиқниң йоқлуқи, бошаңлиқи тәнқид қилған.

Бу сүрәтләр һәққидә пикир баян қилған муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрдин учқунҗан әпәнди, сүрәтләргә асасән даириләрниң районда вәзийәт еһтияҗидин артуқ күч қоллиниватқанлиқини илгири сүрди. У йәнә хитай әмәлдарлириниң райондики йеқинқи вәқәләрдин чөчүп кәткәнликини вә өз бихәтәрликини капаләт астиға елиш үчүн, көп санда сақчиларни 24 саәт нөвәттә турушқа қистиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.