Хитай саяһәтчилири уйғур елидин һалқип, оттура асияға йүрүш қилған
2023.04.19
“тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 4-айниң 19-күни чиқарған хәвиридә, хитай саяһәтчилириниң “1000 кишилик 100 өмәк болуп оттура асияни саяһәт қилиш” паалийитиниң 21-апрел күни башлинидиғанлиқи тәшвиқ қилинған.
“шинҗаң хитай хәлқара саяһәт чәклик ширкити” уюштурған бу саяһәт өмики асасән ичкири хитай вә уйғур районидики хитайлардин тәшкил тапқан болуп, оттура асия сәпирини башлаштин бурун үрүмчидә “башлиниш мурасими” өткүзгән.
Хитай һөкүмити бу саяһәтни хитай пуқралириға наһайити қолайлаштурған болуп, саяһәтчиләр қуруқ паспорт биләнла йолға чиқип, оттура асия дөләтлиридә 14 күн визисиз саяһәт қилалайдикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу саяһәт хитай саяһәтчилики баш идариси түзүп бәргән “шинҗаң + оттура асия” саяһәт линийәсини асас қилип, хитайларниң оттура асияни көрүши вә чүшинишигә қолайлиқ яритишни, шундақла “бир бәлвағ бир йол саяһәт линийәси” шәкилләндүрүш арқилиқ хитай билән оттура асияниң бағлинишини мустәһкәмләшни мәқсәт қилидикән.
Хитай һөкүмити “бир бәлвағ бир йол” қурулушини башлиған 10 йилдин буян оттура асия дөләтлиридә ул әслиһә қурулуши елип бериш билән биргә, бу райондики хәлққә юмшақ күч билән тәсир көрситишни, куңзи институтлири қуруш арқилиқ хитай мәдәнийитини тәшвиқ қилишни давамлаштуруп кәлгән. Нөвәттә саяһәтчиликни буниң бир түригә айландурған.
Йәнә бир җәһәттин хитайниң уйғурларниң паспортини тартивелип, чәт әлгә саяһәткә чиққанларни лагерларға солиши вә һазирғичә қоюп бәрмәслики, хитай пуқралирини қуруқ паспорт билән чәт әлгә саяһәткә йоллиши миллий кәмситиш вә зулумниң йәнә бир түри дәп қаралған болуп, тәтқиқатчи җон иргенҗиро (John Irgengioro) “шәрқий асия тәтқиқати” журнилида елан қилған мақалисидә, хитайларниң “алий ирқ” сүпитидә тәшвиқ қилинишиниң нөвәттә хитай җәмийитидә “хитай демәк ғәрб әллиридики ақ тәнликләргә охшаш әтиварлиқ болуш демәктур” дегәндәк ашкара ирқчилиқ нәзәрийәсигә земин һазирлиғанлиқини оттуриға қойғаниди.