Хитай белиқчилар шималий корийәликләрдин таяқ йеди
2013.05.22
Йеқинда шималий корийә әскәрлири тәрипидин гөрүгә елинғанлиқи илгири сүрүлгән хитай белиқчилар қоюп берилгән болсиму, хитай кемә игисиниң билдүрүшичә, өткән икки һәптә җәрянида шималий корийә һәрбий формиси кийгән бу қораллиқ кишиләр хитай кемә капитанини даим урған вә кемә йеқилғусини еливалған.
Хитай дипломатийә министирлиқиниң билдүрүшичә, гөрүгә еливалғучилар тәләп қилған 100 миң доллар пул берилмигән.
Кемә игиси йү шөҗүнниң ейтишичә, кемә 5 - май хитайниң су тәвәсидә гөригә елинған.
Униң билдүрүшичә йәнә, гөрүгә елинғучилар қоюп берилгән болсиму, улар техи хитайға қайтип кәлмигән. Нөвәттә у кемә капитани вә башқа белиқчиларниң хитай қуруқлуқиға сақ - саламәт қайтип келишини күтмәктә икән.
Хитай дипломатийә министирлиқи сәйшәнбә күндики баянатида шималий корийә даирилириниң мәзкур вәқәни тәпсилий тәкшүрүшни тәләп қилғанлиқини билдүрди.
Бирләшмә агентлиқида нәқил қилишичә, хитайдики бәзи көзәткүчиләр гөрүгә алғучилар шималий корийә даирилиригә читишлиқ болмастин, бәлким йолдин чиққан чегра мудапиә әскәрлири болуши мумкинлики билдүргән.
Йеқнқи йиллардин буян хитайниң қошна әлләр билән болған су тәвәлики ихтилапи күчийишкә башлиған иди.
Һалбуки, бу нөвәтлик гөрүгә елиш вәқәсиниң шималий корийә һөкүмити билән биваситә алақиси бар яки йоқлуқи мәлум әмәс.