Уйғурларни бастурушқа һәмкарлашқан хитай ширкитиниң австралийәдә терилғу йәр сетивалғанлиқи ашкариланди

Мухбиримиз әркин
2020.02.10

Австралийәдә йәр сетивелип, деһқанчилиқ қилмақчи болған хитай йеза игилик ширкитиниң уйғур районидики бастурушқа ярдәмләшкәнлики ашкариланди. Австралийә ахбарат агентлиқи ABC ниң хәвәр қилишичә, австралийәдә йәр сетивелип, пахта ишләпчиқармақчи болған “шинҗаң йикаң йеза игилик ширкити” хитайниң уйғурларға қарита елип барған “меңә ююш” программисиға иштирак қилған икән.

“шинҗаң йикаң йеза игилик ширкити” ниң тиҗарити 2001‏-йили шаяр наһийәлик уруқчилиқ идарисиниң яғлиқ химийәви өсүмлүкләр понкитини сетивелиш билән башлинип, йеқинқи 20 йилда райондики әң чоң шәхсий йеза игилик ширкәтлириниң биригә айланғаниди. ABC Ниң билдүрүшичә, мәзкур ширкәтниң хоҗайини ху шавлүн 2016‏-йили австралийәниң шималий территорийәсидики бир чарвичилиқ мәйданини сетивалған. У, мәзкур чарвичилиқ мәйданиниң 5000 гектар йеригә пахта теришни пиланлап сетивалған болсиму, лекин су мәсилисини һәл қилалмай униң пилани һазирғичә әмәлгә ашмиған. Хәвәрдә баян қилинишичә, ху шавлүн илгири уйғур аптоном районидики бир йезиға әвәтилгән хизмәт әтритигә қатнишип, уларниң уйғур аилилирини йоқлишиға иштирак қилған, шундақла сиясий нутуқ сөзлигән икән.

Хәвәрдә, бу хил паалийәтниң кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәнқидигә учрап кәлгәнлики, униң бу паалийәт хәлқни назарәт қилишни мәқсәт қилған, дәп қарайдиғанлиқи тәкитләнгән. Хәвәрдә йәнә ху шавлүнниң ноқул сиясий тәшвиқат паалийәтлиригә қатнишип қалмиғанлиқи, униң йәнә хитай һөкүмитиниң тәшкиллишидики аталмиш намратлиқни азайтиш һәрикәтлиригә қатнишип, намрат аһалиләрни ишқа алғанлиқиға даир хәвәрләр елан қилинғанлиқи, һалбуки бу хил ишқа орунлаштурушларниң мутәхәссисләрдә вә кишилик һоқуқ тәшкилатлирида гуман қозғап кәлгәнлики тәкитләнгән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, мәзкур ширкәт мухбириниң бу мәсилә һәққидики соалиға җаваб беришни рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.