Хитай ширкәтлири қул әмгики сәтчиликини ашкарилиған чәт әллик мутәхәссисләргә тәһдит салған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.02.12

Уйғурларни қул қилип ишлитиш бәдилигә пайда еливатқан хитай ширкәтлири, бу әһвални ашкарилиған чәт әллик тәтқиқатчиларни “төһмәт қилди” дәп әйибләп сотқа әрз сунған.

“ню-йорк вақти гезити” 12-феврал елан қилған бу хәвәрдә дейилишичә, бир йил илгири әнглийәниң шефилд һаллам университетидики бир тәтқиқат гурупписи доклат елан қилип, хитайниң бир кийим-кечәк ширкитиниң мәҗбурий әмгәк билән четишлиқ икәнликини ашкарилиған. Әнглийә парламент әзалири 2024-йил 11-айда өткүзгән бир мәйдан муназирә йиғинда, бу доклаттин нәқил елип, хитайниң йеңичә бир қуллуқ түзүм вә мәҗбурий әмгәк дәврини яратқанлиқини илгири сүргән. Арқидинла, хитайниң бу ширкити мәзкур тәтқиқат гурупписи үстидин әрз сунған.

Йеқинқи йиллардин буян, хитай ширкәтлириниң кишилик һоқуқ вә дөләт хәвпсизликигә тәһдит селиватқанлиқи һәққидә тәтқиқат елип бериватқан ақиллар амбири вә университетлар юқириқидәк әрз-шикайәтләргә дучар болмақта икән. Хитай ширкәтлири америка, явропа вә австралийәдики тәтқиқатчилар үстидин әрз сунған яки адвокат арқилиқ хәт әвәтип тәһдит салған. Бу арқилиқ улар өзлири һәққидә чиққан “яман хәвәрләр” ни бесиқтуруп, образи вә инавитини қоғдап, хәлқара базарда зиян тартишниң алдини алмақчи болған.

Хәвәрдә көрситилишичә, нөвәттә америка билән хитай оттурисидики сода, техника саһәлиридики зиддийәтниң өткүрлишишигә әгишип, хитай карханилири билән уларни тәнқидләйдиған тәтқиқатчилар арисидики күрәш юқири пәллигә чиқмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.