Хитайниң “шаңтаң технологийә” ширкити уйғур районидики пай чекини сетивәткән

Мухбиримиз әркин
2019.04.15

Хитайниң хәлқарада “сәнс тайим” дегән нам билән тонулған “шаңтаң технологийә” ширкити уйғур районидики йәнә бир техника ширкити билән ортақлишип қурған ширкитиниң пейини сетивәткән.

“шаңтаң технологийә ширкити хитай сақчи органлирини йүз тонуш техникаси билән тәминләйдиған юмшақ детал ширкити болуп, мәзкур ширкәт 2017‏-йили 11‏-айда уйғур аптоном районидики “леон” намлиқ сандан анализи вә назарәт технологийә ширкити билән бирлишип, “таңли технилогийәси” намлиқ ширкәт қурған. Шаңта технологийә гуруһи таңли ширкитиниң 51 % пейини контрол қилған иди.

Лекин әнглийә “малийә вақти гезити” ниң 15‏-апрел ашкарилишичә, “шаңтаң технологийә ширкити” йеқинда “таңли технологийә” ширкитиниң 51 % пай чекини “леон” ширкитигә сетип бәргән. Хәвәрдә, “шаңтаң ширкити” ниң өткән айниң ахирлирида елан қилған баянати нәқил кәлтүрүлгән болуп, баянатта “шаңтаңниң өз тәрәққияти” ни көздә тутуп, ширкәтниң 51% пай чекини сатқанлиқи тәкитләнгәнлики билдүрүлгән. Лекин “малийә вақти гезити” ниң илгири сүрүшичә, “шаңтаң технологийә ширкити” ниң пейини сетишидики сәвәб хитай даирилириниң уйғурларни кәң көләмлик тәқиб қилиши вә йиғивелиш лагерлириға қамиши хәлқарада қаттиқ наразилиққа учриғанлиқи билән мунасивәтлик икән.

Хәвәрдә, “шаңтаң технологийә ширкити” ниң “леон” билән бирлишип уйғур районида ширкәт қуруши униңға мәбләғ селиватқан хәлқара ширкәтләрниң әндишисини қозғиған болуши мумкинлики илгири сүрүлгән.

Хитайниң уйғурлар, қазақ вә башқа йәрлик мусулман хәлқләргә қарита кәң көләмлик тәқибләш елип берип, 2 милйондәк кишини йиғивелиш лагерлириға қамиши ғәрб дөләтлириниң қаттиқ тәнқидигә учрап келиватқан иди. Нөвәттә америка дөләт мәҗлисидә уйғур районида кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишқа қатнишиватқан хитай ширкәтлирини җазалаш, америка карханилириниң бу ширкәтләр билән сода қилиши, уларға мәбләғ селишини чәкләш һәққидә бир қанун тәклип лайиһиси сунулған иди.

“малийә вақти гезити” ниң хәвиридә қәйт қилинишичә, “шаңтаң технологийә ширкити” уйғур райониға мәбләғ селиштин чекинип чиққан тунҗи хитай карханиси икән. Мәзкур ширкәтниң баянатчиси “ширкәтниң леон билән һечқандақ алақиси қалмиди. Шуниңдәк шинҗаңда һечқандақ тиҗаритимиз қалмиди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.