Пакистандики хитай ширкәтлири тақилип қелиш гирдабиға берип қалған
2022.05.11
Пакистан һөкүмити земмисигә елишқа тегишлик 300 милярд рупийәлик қәрз тохтами техи төләнмигән болғачқа “хитай-пакистан иқтисади каридори” қурулуши тәркибидики хитай ширкәтлиридин йигирмә нәччиси өзлириниң тақилип қелиш гирдабиға берип қалғанлиқини билдүргән.
Пакистандики “шәпәқ” хәвәр ториниң 10-майдики хәвиридә ейтилишичә, хитай тәрәп вәкиллири пакистан пилан вә тәрәққият министири еһсән иқбал билән сөһбәтләшкәндин кейин “биз тәкитләватқан қәрз соммиси әмәлийләшмисә, қурулуш тохтамини бикар қилишқа мәҗбур болимиз” дегән. Хәвәрдә бу қурулуш түрлириниң енергийә, учур-алақә, төмүр йол вә башқа түрләргә четилидиғанлиқи ейтилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, пакистанниң сабиқ баш министири имран хан хитай зиярити җәрянида бу қәрзләрни тез арида төливетидиғанлиқини билдүргән икән. Әмма униң тәхттин чүшүши билән бу вәдә әмәлгә ашмиған һәмдә хитай ширкәтлириниң ақсап қелишиға сәвәб болған әкән.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити зор күч билән иҗра қиливатқан “бир бәлвағ бир йол” қурулуши маһийәттә “қәрз депломатийәси” болуп, аввал мәлум бир дөләтни зор миқдарда қәрзгә мәһкум қилип қоюш, андин қәрзни қисташ баһанисидә бу дөләтни өзи оттуриға қойған шәртләргә мақул болушқа мәҗбурлаш шәклидә давам қилип кәлмәктә икән. Нөвәттә пакистандики “хитай-пакистан иқтисадий каридори” қурулушиниңму мушу хил ақивәткә қелиши һәққидә түрлүк тәхминләр оттуриға чиқмақта икән.