Марко рубийо: “қара тизимликтики хитай ширкәтлирини америка базиридин қоғлаймиз!”
2020.10.28
Америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған әзаси марко рубийо йеқинда америка һөкүмитиниң “қарам тизимлик” игә чүшкән хитай ширкәтлирини америка капитал базиридин қоғлап чиқириш һәққидики қанун лайиһәсини тонуштурған.
Ройтерс агентлиқиниң 27-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, бу қанун лайиһәсидә америка мәбләғ ширкәтлири вә суғурта ширкәтлириниң аллиқачан “қара тизимлик” кә елинған хитай ширкәтлириниң вә хитай армийәсиниң пайчекини сетивелиши мәний қилинидикән. Шуниң билән биргә бу қанун лайиһәси мақулланса “қара тизимлик” тики хитай ширкәтлириниң америка базарлиридики паалийәтлири бирдәк мәний қилинидикән.
Марко рубийо бу һәқтә мухбирларға қилған сөзидә “хитай компартийәси америка капитал базиридики талан-тараҗ қилмишидин башқа йәнә дөлитимизниң бихәтәрлик ишлириғиму еғир тәһдит пәйда қиливатиду,” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу қанун лайиһәси мақулланса, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики сақчи дөлити бәрпа қилишиға вә уйғурларни бастурушиға биваситә һалда зор һәссә қошқан хитай техника ширкәтлири иқтисадий җәһәттә еғир зәрбигә учрайдикән.