Американиң уйғур мәҗбурий әмгики сәвәбидин йәнә 29 хитай ширкитини җазалиши хитайни қаттиқ биарам қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.11.27

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң өткән һәптә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға асасән, йәнә 29 хитай ширкитини қара тизимликкә елиши, иқтисадий касатчилиқтин қутулуш йоли издәватқан хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.

Бу җаза йеқинда иқтисадни касатчилиқтин қутқузушниң бир қатар тәдбирлирини йолға қойған хитайниң, иқтисадни әслигә кәлтүрүшини техиму қийинлаштуридиғанлиқи қәйт қилинмақта. Мәлум болушичә, америка ана вәтән хәвпсизлики 22-ноябир “шинҗаң рәңлик миталлоргийә гуруһи” ни өз ичигә алған 29 ширкәтни қара тизимликкә киргүзгәндин кейин, хитай дипломатик қаналлири арқилиқ америкаға рәсмий наразилиқ билдүргән. Хитайниң хәлқара тәшвиқат қанили болған CGTN ниң 27-ноябир бәргән хәвиридә билдүрүшичә, хитай сәйшәнбә күни америкаға қаттиқ дипломатик наразилиқ билдүргәнликини ейтқан.

Хитай сода министирлиқиниң баянатчиси “американиң һечқандақ пакит асаси болмиған бу һәрикити, кишилик һоқуқни қоғдаш намида елип барған типик иқтисадий зомигәрлик” дәп әйиблигән. Һалбуки, америкадики “коммунизм қурбанлири хатирә фонди” ниң алий тәтқиқатчиси адриян зензниң өткән һәптә X та елан қилған учурида қәйт қилишичә, нөвәттә уйғур елидә хитайниң дөләт һамийлиқидики “йөткәп ишқа орунлаштуруш арқилиқ намратлиқтин қутқузуш пирограммиси” үзлүксиз кеңийип, райондики “асаслиқ мәҗбурий әмгәк системисиға айланған.”

Һалбуки, CGTN ниң хәвиридә, хитай сода министирлиқи баянатчисиниң “шинҗаң уйғур аптоном районида мәҗбурий әмгәк дәйдиған бир нәрсә йоқ” дегәнлики қәйт қилинмақта. Хитай сода сода министирлиқиниң баянатчиси, хитайниң буниңға қарши зөрүр тәдбирләрни қоллинип, “хитай ширкәтлириниң қанунлуқ һоқуқи вә мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқи” ни билдүргән болсиму, әмма у хитайниң қандақ “зөрүр тәдбирләр” ни қоллинидиғанлиқини чүшәндүрмигән.

Американиң йәнә 29 хитай ширкитини қара тизимликкә елиши, явропа иттипақиниң 19-ноябир күни “мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң явропа базириға киришини чәкләш қануни” ни мақуллишиниң арқисидинла елан қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.