Хитай саяһәт ширкәтлири хитай пуқралирини оттура асия әллиригә саяһәткә тәшкилләшкә башлиған

Мухбиримиз әркин вашингтондин тәйярлиди
2023.05.23

18-Май күни хитай билән оттура асиядики бәш җумһурийәтниң рәһбири хитайниң шиән шәһиридә сода вә сода ул әслиһәлириниң истратегийәлик тәрәққият пиланини елан қилип, өзара мунасивәтни техиму чоңқурлаштуридиғанлиқини елан қилған бир пәйттә, хитай саяһәт ширкәтлири хитай пуқралирини оттура асия җумһурийәтлиригә кәң көләмлик саяһәткә тәшкилләшкә киришкән. Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда уйғурларни кәң көләмлик лагер, түрмиләргә қамап, милйонлиған кишини мәҗбурий әмгәккә селиш билән бир вақитта, хитай пуқралирини уйғур районида кәң көләмлик “вәтәнпәрвәрлик” саяһәт паалийәтлиригә тәшкилләп, уларниң каллисиға уйғур илиниң әзәлдин хитай земини икәнликини сиңдүрүшкә киришкән иди.

“тәңри тағ” ториниң 22-май хәвәр қилишичә, хитайниң “шинҗаң хәлқара саяһәт чәклик мәсулийәт ширкити” 4-айниң ахирлиридин башлап “йүз өмәк миң кишилик оттура асия саяһити” ни башлиған. Тунҗи түркүмдә 36 кишилик бир хитай саяһәт гурупписи оттура асия җумһурийәтлирини саяһәт қилиш үчүн йолға чиққан. Мәзкур саяһәт ширкитиниң баш директори җав буниңдин кейин хитайниң “оттура асиядики бәш җумһурийәт билән болған мәдәнийәт, саяһәт алақиси техиму күчийиду. Шинҗаңдин оттура асия дөләтлиригә саяһәт қилиш техиму қулайлиқ вә оңушлуқ болиду” дегән.

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт, саяһәт назарити 22-май күни хитай пуқралириниң оттура асия саяһитини күчәйтиш тоғрисида мәхсус йиғин өткүзгән. Хитайниң оттура асия җумһурийәтлиридики тәсириниң кеңийиши, бу җумһурийәтләрдики пуқраларни әндишисини күчәйтиватқан, болупму қазақистан вә қирғизистан пуқралириниң әндишисини қозғаватқан бир вақитта, бу җумһурийәтләрниң хитай билән болған мунасивәтни техиму күчәйтиши диққәт қозғиди. Қазақистанниң йеқинда хитай паспортиға визини бикар қилиши қазақистан пуқралириниң наразилиқини қозғиған, бәзи җайларда буниңға қарши наразилиқ һәрикәтлири йүз бәргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.