Даириләр миллий мәдәнийәт байрамлири арқилиқ “диний радикаллиқ” қа зәрбә беридиғанлиқини тәшвиқ қилмақта
2016.03.22
Хитай ахбаратлириниң хәвәр қилишичә, даириләр норуз қатарлиқ миллий байрамларни тәшәббус қилиш арқилиқ “диний ашқунлуқ идийиси ямрап кетишиниң алдини елип вә милләтләр иттипақлиқини” күчәйтмәкчи болған.
Бу хилдики хәвәрләр хитайниң“шинҗаң хәвәрлири”, “хәлқ тори”, мәркизи хәлқ радиоси қатарлиқ һөкүмәт таратқулирида вә һәрқайси вилайәт, областларниң һөкүмәт торлирида көпләп берилгән.
Хәвәрләрдә, 2016-йиллиқ норуз байрими ниң уйғур аптоном районида “зор дағдуға” билән күтүвелинғанлиқи көрситилгән.
“шинҗаң хәвәрләр тори” да көрситишичә, санҗида өткүзүлгән бир норуз паалийитигә йәрлик мәсчитиниң ғопур ахун имами тәклип қилинип “диний ашқунлуқни йоқитиш” темисида лексийә сөзлитилгән.
Хитай даирилири илгири норуз “доппа байрими” қатарлиқ байрамларниң уйғур елидә тәбриклинишкә бир хил соғуқ муамилидә болуп кәлгән иди.
Һалбуки хәвәрләргә қариғанда, бу йиллиқ норуз паалийити уйғур елиниң йеза қишлақлириға қәдәр кәң тәшвиқ қилинған.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, һәрқайси шәһәр, наһийиләр һөкүмәт мәхсус мәбләғ аҗритип норузни әнәниви адәтләр бойичә, “бағ сәйлиси қилиш”, “коллектип норуз еши йейиш”, “норуз бейити ейтиш”, “дала мәшрипи өткүзүш”, “сәнәт өмәклирини тәшкилләп амма арисида консерт қоюш” қатарлиқ паалийәтләр билән өткүзгән.
Хәвәрләрдә идарә-җәмийәт, мәктәпләрдә өткүзүлгән паалийәтләргә хитай кадир, оқуғучилар һәтта шу йеза, мәһәллиләрдики хитай пуқралириниңму иштирак қилғанлиқи, бу йилқи норузниң милләтләр иттипақлиқини намаян қилғанлиқи алаһидә әскәртилгән.