Уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңиши хитайниң “йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш” сияситини толуқ вә тоғра иҗра қилишни тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2022.05.27

Хитайниң “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ашкарилинип, лагердики вәһшийликләр дуняни зил-зилиға салған бир вақитта уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңиши қарар мақуллап, хитайниң “йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш” сияситини давамлиқ толуқ изчиллаштурушни тәләп қилған. “шинҗаң” гезитиниң хәвәр қилишичә, бу қарар 24 вә 25-май күнлири ечилған уйғур аптоном районлуқ 12-нөвәтлик сиясий кеңәш даимий комитетиниң 21-қетимлиқ йиғинида мақулланған. Қарарда, “шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ни толуқ вә тоғра йолға қоюшта “җуңхуа миллитиниң бүйүк гүллиниши вә дунядики мисли көрүлмигән йүз йиллиқ өзгиришләрниң омумий истратегийәлик вәзийитини көздә тутуш” тәкитләнгән.

Вәзийәттин хәвәрдар көзәткүчиләрниң ейтишичә, аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң һазирқидәк назук бир вақитта бундақ бир қарар мақуллап елан қилиши, 2017-йилидин бери хитайниң райондики вәһшийликлиригә қатнашқан вә униңға шерик болған аппарат вә шәхсләрни “сиясәттә ‍өзгириш” болмайдиғанлиқи, ‍өткән бәш йиллиқ вәһшийликниң җавабкарлиқи тоғрисидиму хатирҗәм қилишни мәқсәт қилидикән. “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелет уйғур елидә зиярәттә болидиған һалқилиқ бир вақитта ашкариланған.

“шинҗаң” гезитиниң ейтишичә, қарарда “шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ни давамлиқ изчиллаштуруш бир вақитта, “җуңхуа миллити ортақ еңини мустәһкәмләш, шинҗаңда ислам динини хитайчилаштурушни алға сүрүш, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулушини әмәлийләштүрүш вә юқири сүпәтлик иқтисадий тәрәққиятни алға сүрүш һазирқи басқучтики баш тартип болмайдиған мәсулийәт” дәп көрситилгән. Қарарда йәнә хитай-явропа йүк пойизиниң алий сүпәтлик тәрәққиятини алға сүрүп, үрүмчи ички қуруқлуқ порти қурулуши, қорғас, қәшқәр иқтисадий ечиветиш райони вә чөчәк нуқтилиқ ечиветиш синақ райониниң ролини толуқ җари қилдуруш тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.