Хитайниң уйғур мәсилисидә б д т дики күчлүк қоллиғучиси болған сүрийә пирезиденти бәшшар әсәд хитайда зиярәттә болидикән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.09.20

Б д т да хитайниң уйғурлар мәсилисидики сияситини ақлап, хитайни күчлүк рәвиштә қоллап кәлгән сүрийәниң пирезиденти бәшшар әсәд бу һәптиниң ахирлирида хитайни зиярәт қилмақчи болған. Бу, сүрийәдә ичкий уруш партлиған 12 йил мабәйнидә хитайниң күчлүк қоллишиға еришип кәлгән бәшшар әсәдниң тунҗи қетим хитайда зиярәттә болуши һесаблиниду. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң 19-сентәбир хәвәр қилишичә, сүрийә пирезидентлиқ ишханиси бәшшар әсәдниң хитай рәһбири ши җинпиңниң тәклипигә бинаән юқири дәриҗилик сүрийә вәкилләр өмикини башлап хитайда зиярәттә болидиғанлиқини билдүргән.

Сүрийәниң күнсери еғирлишиватқан иқтисадий киризиси униң һөкүмәт контроллуқидики районлирида аммиви наразилиқларни кәлтүрүп чиқарған. Сүрийә һөкүмити бу киризистә ғәрбниң ембаргоси вә сүрийәниң ирақ билән болған шәрқий чеграсидики нефитликләрни контрол қилип турған курд қораллиқ күчлирини әйибләп кәлгән иди.

Сүрийәдә 2011-йили 3-айда башланған демократик намайишлар қораллиқ тоқунушқа айлинип, тоқунуш наһайити тезла ичкий урушқа өзгәргән. Бу, дуняниң нурғун җайлиридики җиһадчи күчләрниң сүрийәгә топлинип, қораллиқ гуруһларни пәйда қилишиға пурсәт яритип бәргән болсиму, лекин әсәд һөкүмити иран билән русийәниң ярдимидә сүрийәниң көп қисим җайлирини қайта контрол қилған. Бу җәрянда хитай өзиниң хәвпсизлик кеңишидики рәт қилиш һоқуқини қоллинип, б д т ниң әсәд һакимийитигә қарши сәккиз қетимлиқ қарарини рәт қилған. Сүрийәму б д т да америка башчилиқидики бир қисим ғәрб дөләтлириниң оттуриға қойған уйғурлар һәққидики қарар лайиһәси яки тәклип пикригә қарши аваз берип, хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлирини ақлап кәлгән. Техи йеқиндила сүрийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисиниң дипломати хитайниң орунлаштурушиға бинаән бейҗиңда турушлуқ чәт әл дипломатлириниң тәркибидә уйғур районида зиярәттә болуп, хитайниң райондики сияситини махтиған иди. Әгәр бәшшар әсәдниң хитай зиярити оңушлуқ болса, бу униң 2004-йили сабиқ хитай рәһбири ху җинтав дәвридә бир қетим хитайда зиярәттә болғандин буян 2-қетим хитайни зиярәт қилиши болуп қалиду. Мәлум болушичә, зиярәттә бәшшар әсәд билән хитай рәһбири ши җинпиң хитай-сүрийә башлиқлар йиғини өткүзидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.