Җәнубий дакота штати башлиқи: хитай бизни вәйран қилмақчи

Мухбиримиз җәвлан
2023.01.25

Американиң җәнубий дакота штати башлиқи кристи нойим (Kristi Noem) хитай һөкүмитиниң америкаға қәст қиливатқан рәзил һөкүмәт икәнликини вә буниңдин кейин хитайниң америкада терилғу йәр сетивелишини чәкләйдиғанлиқини билдүргән.

“фокус хәвәрлири” торида елан қилинған бу хәвәрдә ейтилишичә, кристи нойим штатлиқ һөкүмәтниң хитайниму өз ичигә алған алтә мустәбит дөләт билән тохтам түзүшини чәкләш буйруқиға имза қойған. У мундақ дегән: “хитай һөкүмити америкаға өч бир рәзил һөкүмәт. Шуңа мән җәнубий дакота һөкүмитиниң улар билән почта-телеграф вә башқа саһәләрдә сода қилмаслиқини капаләткә игә қилмақчи”. Униң ейтишичә, мәзкур һөкүмәт йәнә хитайниң бу шитаттин техиму көп терилғу йәр сетивелишини чәкләйдиған қанун түзүветипту.

Фокус теливизийәсиниң зияритини қобул қилған кристи нойим, американи хитайниң тәһдитидин агаһландуруп мундақ дегән: “хитай компартийәси американиң терилғу йәрлирини сетивелиш арқилиқ американиң ашлиқ записини контрол қилмақчи, бу уларниң американи вәйран қилишиниң биринчи қәдими; хитай йәнә американиң башқа шитатлиридин земин-мүлүк сетивалмақта. Әмма уларниң ғәризи җәнубий дакотада әмәлгә ашмайду”.

Кристи нойим йәнә хитайниң әқлий мүлүк байлиқини оғрилаш, пулни контрол қилиш, американиң химийәви оғут ишләпчиқириш вә йемәклик пишшиқлап ишләш завутлирини сетивелиштин һалқип, әмди йәр сетивелишқа өткәнликини, буниң америка үчүн наһайити хәтәрлик сигнал икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.