Хитай явропа иттипақи билән сода урушиға киридиғанлиқидин бешарәт бәргән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.05.20

Хитай даирилири, әгәр явропа иттипақи хитай ширкәтлиригә қарита тәкшүрүшни давамлаштурса, униңға қарита өч елиш характерлик тәдбирләрни қоллинидиғанлиқидин бешарәт бәргән. Бу хитайниң явропа иттипақи билән болған сода ихтилапида худди америка билән болғандәк сода урушиға киришидиғанлиқидин бешарәт беридиғанлиқини көрситиду, дәп қаралмақта.

“блумберг” хәвәр агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити явропадин өч ‍елиш үчүн қоллинидиған тәдбиридә явропаниң йемәк-ичмәк, айропилан вә вино мәһсулатлирини нишан қилиши мумкинлики билдүрүлгән. Хәвәрләрдә, бу агаһландуруш явропа иттипақиниң дөләт қошумчә ярдимигә еришиватқан хитай мәһсулатлириға, җүмлидин хитайниң токлуқ аптомобил мәһсулатлириға қарита тәкшүрүш елип беришиға қаритилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Мәлум болушичә, хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң мушу айниң башлирида фирансийәгә қилған зияритидә, украина уруши билән бир вақитта хитайниң токлуқ аптомобил мәһсулати пирезидент макрон билән ши җинпиңниң нуқтилиқ музакирә қилған темилириниң бири болған иди. “блумберг” ниң хәвиридә, хитайниң бир һөкүмәт таратқуси “йүйүән тәнтийән” намлиқ иҗтимаий алақә суписида, әгәр явропа иттипақи хитай ширкәтлирини тәкшүрүшни давамлаштурса, хитайниң буниңға қарита “интайин қаттиқ өч елиш тәдбирлирини қоллиниши мумкинлики” ни ейтқан. Хәвәрләрдә бейҗиңниң даим бу хил қаналлар арқилиқ өзиниң сода мәсилисидики позитсийәсини ипадиләйдиғанлиқи қәйт қилинмақта. Хитай һөкүмәт таратқусиниң учурида, хитайниң конкрет қандақ өч елиш тәдбири қоллинидиғанлиқи тилға елинмиған болсиму, әмма бир адвокатниң сөзини нәқил кәлтүрүп, ‍өч елиш тәдбириниң сүт мәһсулатлири, вино вә айропилан қатарлиқларни нишан қилиши мумкинликини илгири сүргән.

“блумберг” ниң ейтишичә, бу хил өч елиш тәдбирлириниң явропаға болған тәсири чәклик болсиму, әмма хитайниң явропа експорт мәһсулатлириға чәклимә қоюши башқа саһәләргә кеңишини кәлтүрүп чиқириши мумкин икән. Хитай өткән һәптә явропа, америка вә башқа дөләтләрниң химийә мәһсулатлириға қарита сода тәкшүрүши елип баридиғанлиқини елан қилған. Охшаш бир вақитта йәнә явропа рәһбәрлириму дөләт қошумчә ярдимигә еришиватқан хитай мәһсулатлириниң явропа санаитигә хәвп йәткүзүватқанлиқини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.