Хитай һөкүмитиниң бейҗиңдики һейтлиқ зияпити “шинҗаң тәшвиқати” паалийитигә айланған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.04.10

4-Айниң 10-күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт бейҗиңда һейтлиқ зияпәт берип, хитайда турушлуқ әлчиханилар ара сөһбәт-учришиш паалийити өткүзгән.

Хитайниң “шинҗаң гезити”, “тәңритағ тори” чиқарған хәвәргә қариғанда, бу зияпәткә 49 дөләтниң хитайда турушлуқ әлчиханилиридин 21 баш әлчи вә 50 нәччә дипломат қатнашқан болуп, уйғур аптоном районлуқ партком секретари ма шиңруй, һөкүмәт рәиси әркин туняз қатарлиқларму иштирак қилған.

Аталмиш “шинҗаң” һөкүмитиниң бу паалийәтни бейҗиңда орунлаштуруштики мәқсити мусулман дөләтлириниң дипломатлирини “шинҗаңниң тәрәққият әһвалидин, кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш мувәппәқийәтлиридин хәвәрдар қилиш” болуп, паалийәттә алди билән хитайниң тәшвиқат бөлүми ишлигән “ечиветилгән шинҗаң” намлиқ қисқа филим көрситилгән. Арқидин әркин туняз уйғур райониниң әһвали һәққидә доклат бәргән, андин хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири чен шявдуң сөзгә чиқип, “ши җинпиңниң шинҗаңға алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини, шинҗаңдики тәрәққиятниң яхши болуватқанлиқини, әмма бәзиләрниң буни көрәлмәй, ялған-явидақларни тарқитип, шинҗаңниң муқимлиқи вә тәрәққиятиға бузғунчилиқ қиливатқанлиқини, бу ялғанни паш қилиш вә әмәлийәтни көрүшниң муһимлиқини, буниң үчүн шинҗаң һекайилирини сөзләп, гүзәл шинҗаң тәшвиқатини күчәйтишниң зөрүрлүкини” тәкитлигән.

Буниң алдида, хитай даирилири 9-апрел күни 21 дөләттин кәлгән 26 таратқуниң мәсуллирини үрүмчигә топлап, “йипәк йоли иқтисад бәлбеғини қурғучи дөләтләр таратқу мәсуллири муһакимә йиғини” ачқан болса, 27-март күни ма шиңруй үрүмчидә бир қисим әрәб дөләтлириниң “сиясий партийә вәкиллири тәкшүрүш өмики” ни күтүвелип, уларни “тинч-инақ, һаятий күчкә толған гүзәл шинҗаң һекайисини сөзләп бериш” кә риғбәтләндүргәниди. Хитай һөкүмитиниң чәт әлләргә, болупму мусулман әллиригә қаратқан, арқа-арқидин елип бериватқан бу дипломатик тәшвиқат паалийәтлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан диний зиянкәшликини ялғанға чиқириш вә мусулманлар дунясини техиму бихудлаштуруш тактикиси дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.