Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт блинкенни “шинҗаңлиқ сахта зиянкәшликкә учриғучилар” билән көрүшүш билән әйиблигән
2021.07.16
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт америка ташқи ишлар министири блинкенниң өткән һәптә уйғур лагер шаһит вә аилә әзалири тутқундикиләр билән көрүшкәнликини тәнқидләп, блинкенни “шинҗаңлиқ сахта зиянкәшликкә учриғучилар” билән көрүшүш билән әйиблигән. Блинкен уйғурлар билән көрүшкәндин кейин твиттерда учур йоллап, уйғур лагер шаһитлири вә аилә әзалири тутқундики уйғурлар билән көрүшкәнликидин иптихарлиқ һес қилғанлиқини билдүргән.
“хитай хәвәрлири” ториниң билдүрүшичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң баянатчиси елиҗан инайәт 15-июл бейҗиңда өткүзүлгән ахбарат йиғинида блинкен көрүшкән шаһитларниң ичидә, хитай җамаәт хәвпсизлик органлири тутуш буйруқи чиқарған җинайәтчи қачқунлар болупла қалмай, “сақчи қияпитигә киривалған алдамчилар” ниң барлиқи, “уларниң ялған гуваһнамә ясап, сахта гуваһлиқ бәргәнлики” ни илгири сүргән.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса блинкен билән көрүшкәнләрниң ичидә болмисиму, бирақ елиҗан инайәт уни блинкен билән көрүшкәнләрниң ичидики тутуш буйруқи чиқирилған “җинайәтчи қачқун” дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқи, уларни лагерларға қамап, мәҗбурий әмгәккә салғанлиқини рәт қилсиму, бирақ у хәлқара мустәқил тәкшүргүчилириниң уйғур елидә чәклимисиз тәкшүрүш елип беришини рәт қилип, лагер шаһитлириға шәхсий һуҗум қилип кәлгән. Америка ташқи ишлар министирлиқи йеқинда елан қилған “әлей вессел ирқий қирғинчилиқ доклати” да хитайниң уйғурларға қарита давамлиқ “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанлиққа қарши җинайәт” садир қиливатқанлиқини билдүргән.