Хитай һөкүмитиниң кучадики “миллий мәдәнийәтни раваҗландуруш” тәшвиқати гуман қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2022.07.29

Хитай һөкүмити башқуришидики “хитай хәвәрлири тори” ниң 28-июлдики хәвиридә ейтилишичә, куча наһийисиниң чимән базиридики башланғуч мәктәп оқуғучилири язлиқ тәтил мәзгилидә “он икки муқам” вә “куча хәлқ нахшилири” ни өгиниш арқилиқ “ғәйрий маддий мәдәнийәт байлиқлири” дин “һозурланған”. Хәвәрдә бу һал хитай һөкүмитиниң уйғурларға йәткүзиватқан бир түрлүк ғәмхорлуқи қатарида баян қилинған.

Һалбуки пүткүл хәвәрдә мәйли муқамлар болсун яки хәлқ нахшилири болсун буларниң уйғурларға хас мәдәнийәт мираслири икәнлики тилға елинмиған. Уларниң намиға “уйғур” сөзиму ишлитилмигән. Бу һал тарим вадисидики қәдимий мәдәнийәт очақлириниң бири болған кусән райониниң буддизим дәвридики “кусән уссули”, “кусән нәғмиси” қатарлиқ бир қатар мәдәнийәт дурданилириниң таң империйиси(618-907) гә тарқалғандин кейин әсирләр өтүп хитайға “мәнсуп” мәдәнийәт байлиқи болуп кәткәнликидәк тарихий һадисини әсләтмәктә икән.

Түрлүк учур йоллиридин мәлум болған хәвәрләрдә ейтилишичә, уйғур диярида давам қиливатқан қирғинчилиқта уйғур мәдәнийити баш нишанларниң бири болуп кәлмәктә икән. Шу сәвәбтин уйғур өсмүрлиригә кичикидин хитайчә тил, хитайчә мәдәнийәтни сиңдүрүшни “тәрәққият” дәп шәрһиләп келиватқан хитай һөкүмити уйғур муқамлирини вә уйғур хәлқ нахшилирини хитайчә орунлашни синақ қилғили хели болған иди. Әмдиликтә уларниң бир йезидики уйғур өсмүрлиригә язлиқ тәтилдә муқам аңлитишни уйғурлардики ғәйрий маддий мәдәнийәтни “қоғдаш вә давамлаштуруш һәркити” қилип тәсвирлиши хитай һөкүмитиниң хәлқарадики уйғур қирғинчилиқиға қарши чуқанларға қарши рояпқа чиқарған бир түрлүк инкаси, дәп қариливатқанлиқи мәлум. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 2021-йили елан қилған “нәсәбини үзүп ташлаш, йилтизини қирқип ташлаш” сәрләвһилик доклатта хитай һөкүмитиниң мушу хилдики мәдәнийәт қирғинчилиқи алаһидә йәр алған болуп буниң маһийәттә “уйғурларниң мәдәнийәт мираслирини өчүрүп ташлаштики чариләр” икәнлики тәпсили мисаллар билән шәрһиләнгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.