Хитай һөкүмити чәт әллик саяһәтчиләрниң билоги арқилиқ өзини тәшвиқ қилишни күчәйтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.08.01

Хитайниң тәшвиқат васитилири хитайға саяһәткә кәлгән чәт әлликләр, болупму тор чолпанлиридин пайдилинишниң үнүмлүк болидиғанлиқини көрүп, уларға кәң имканийәт яритип бериш билән биргә, дөләт ичи сиртидики таратқулири арқилиқ уларниң видийолирини тарқитишқа башлиған.

“ню-йорк вақти гезити” 1-авғуст елан қилған обзорда дейилишичә, ютуб вә инстаграм суписида миңлиған, йүз миңлиған әгәшкүчиси болған вилогерлар (видийо блогерлири) хитайға саяһәткә келип, маңған-турған, йегән-ичкәнлирини видийо қилип тарқатқан һәмдә хитай шәһәрлиридики “тәрәққият вә гүллиниш” ләрни давраң қилған. Арқидин хитайниң дөләт таратқулири уларни зиярәт қилип, дөләт ичи вә сиртидики таратқулири арқилиқ уларни техиму көп тәшвиқ қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай таратқулириниң бу вилогерларни тәшвиқ қилишидики мәқсити, биринчидин хитай иқтисадини җанландуруш, иккинчидин, ғәрб дөләтлириниң хитайға қарши сөзлиригә ғәрбликләрниң ағзи арқилиқ рәддийә бериш, үчинчидин, уйғур елидики уйғур қатарлиқ милләтләргә йүргүзүватқан җинайәтлирини давамлиқ инкар қилиш икән.

Үрүмчигә зиярәткә барған әнгилийәлик әр-хотун өзиниң видийосида “әгәр сиз пәқәт ғәрб таратқулириниңла гәплирини аңлисиңиз, хитайдики бу җай әң көп талаш-тартиш қилинидиған җайдур. Уйғурларниң һәммиси яхши яшаватқандәк қилиду” дегән. Бу тор чолпанлири өзлириниң хитай һөкүмити билән һечқандақ мунасивити йоқлуқини тәкитлигән, бәзилири өзиниң хитайға келиштики мәқситиниң пәқәт саяһәт қилиш икәнликини, сиясәт, дин билән һечқандақ иши йоқлуқини билдүргән. Әмма уйғур елигә зиярәткә барғанлар у җайдики тәқип-назарәт вә тәкшүрүштин қечип қутулалмиған. Мәсилән, әнгилийәлик саяһәтчиләр бир базарға киридиғанда бихәтәрлик тәкшүрүшидин өтүшкә мәҗбур болған. Бирси буни чүшәндүрүп, “базарниң бихәтәрлики үчүн улар кирип-чиққанларни тәкшүриду” дегән. Уларму өзлириниң бу қисқиғинә зияритидә алған көрүнүшлириниң толиму чәклик икәнликини етирап қилған.

Уйғур елигә барған мухбирларниңла әмәс, саяһәтчиләрниңму һәр даим тәқип-назарәткә елинидиғанлиқи, йәрлик кишиләр билән параңлашқанда дәхли-тәрузға учрайдиғанлиқи көптин бери мәлум болуп келиватқаниди. Бу мақалидә ейтилишичә, уйғур елигә саяһәт барған бир испанийәлик аял кочидики сақчи машинисиниң тәқиб қилишиға учриғанлиқини, ятақ алғили меһманханиға киргәндә мулазимниң аввал сақчиға телефон қилғанлиқини, андин сақчиниң меһманханиға келип уни издигәнликини торда ашкарилиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.