Хитай даирилири корла шәһиридә “шинҗаң яхши җай” намлиқ ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири һәптилики уюштурған

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.08.23

Хитай һөкүмитиниң аталмиш “җуңхуа миллити ортақ еңи” бәрпа қилиш намида хитай мәдәнийитини уйғурларға мәҗбурий теңиш, уйғурларниң мәдәнийәт мираслирини вәйран қилиш җинайәтлири хәлқарада “мәдәнийәт қирғинчилиқи” җинайити әйиблиниватқан бир пәйттә, 22-авғуст корла шәһиридә “шинҗаң яхши җай” намлиқ “ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири һәптилики” башланған.

Хитай мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқи билән уйғур елидики йәрлик даириләр бирликтә уюштурған бу паалийәткә 300 дин артуқ түр вә 400 дин артуқ ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири қатнаштурулған.

CGTN, йәни “хитай йәр шари телевизийә тори” ниң 22-авғусттики хәвиригә асасланғанда, корлада башланған бу қетимлиқ мәдәнийәт мираслири һәптиликини уйғур аптоном районлуқ даириләр билән хитайниң бир қанчилиған өлкилири һәмкарлишип өткүзгән. Бу һәқтики хәвәрдә мундақ дейилгән: “бу паалийәт охшимиған милләтләр арисидики мәдәнийәт алмаштурушни чоңқурлаштуруп, җуңхуа миллитиниң ички иттипақлиқ еңини күчәйтишни мәқсәт қилиду”.

Һалбуки, чәт әлләрдики мустәқил таратқуларниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити уйғур елидә узун мәзгиллик мәдәнийәт қирғинчилиқини йолға қоюп, уйғурларниң ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини йоқ қилип, уйғур мәдәнийитиниң әсли қияпити вә изчиллиқиға тосалғулуқ қилмақта. Уйғур мәшрәп, муқам қатарлиқ уйғур мәдәнийәт-сәнәт мираслири еғир хирисқа дуч келип, хитай һөкүмити бәлгиләп бәргән коммунистик тәшвиқат рамкиси вә хитайлаштуруш истратегийәсиниң қурбаниға айланмақта. Уйғур мәдәнийити вә фолклор тәтқиқатида көзгә көрүнгән пирофессор раһилә давут қатарлиқ илим игилирини “бөлгүнчилик” вә “дөләт хәвпсизликигә зәрәр йәткүзүш” дегәндәк җинайәтләр билән узун муддәтлик қамаққа һөкүм қилмақта.

Йеқинда лондон университети шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) ниң пирофессори рәйчил харрис ханим қатарлиқ кишиләр “мәдәнийәт мираслириға шерик болуш: уйғур елидики мәдәнийәт мираслири вә ирқий қирғинчилиқ” сәрләвһилик йеңи доклатни елан қилип, б д т илим-пән, маарип вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ни уйғур елидики ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслириниң қоғдилиш әһвалини тәкшүрүшини тәләп қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.