Хитайниң “йотуб” дики уйғурларға қарши тәшвиқатлири системилиқ паш қилинди
2022.10.20
Хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики ирқий қирғинчилиқ қилмишлири ташқий дуняға көпләп мәлум болған һәмдә хәлқарада буниңға қарши күчлүк тәнқид садалири оттуриға чиққандин кейин, хитай һөкүмити тездин буниңға қарши чариләрни көрүшкә башлиған иди. Буниңдики типик болған тәтүр тәшвиқат һәркәтлириниң бири дуня миқясида көрүлүш нисбити әң юқури болған, әмма хитайда толуқ мәни қилинған “йотуб” (YouTube) қанилида уйғурларниң “бәхтияр һаяти”, уйғур дияридики “инақ җәмийәт” тәшвиқ қилинған ғайәт зор сандики мәдһийә филимлириниң пәйда болушида әкс әтти.
20-Өктәбир күни “австралийә истратегийәлик сиясәт иниститути” тәйярлап чиққан бу һәқтики зор һәҗимлик доклат елан қилинип, хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики тәшвиқат урушида қандақ вастиларни қолланғанлиқи, буниң хәлқараға болған тәсири һәмдә иҗтимаий таратқуларни “җәңгаһ” қилған бу тәшвиқат урушиниң хәлқарада “меңә ююш” ни қандақ әмәлгә ашурғанлиқи тәпсили баян қилинди.
Доклатта көрситилишичә, ши җинпиң рәһбәрлик қиливатқан хитай һөкүмити бир яқтин уйғур дияри, тибәт вә ички моңғул қатарлиқ җайлардики зулумни күчәйтсә, йәнә бир яқтин бу зулумниң мәвҗутлуқини қәтий инкар қилиш мәвқәсини қолланған. Ташқий дуняниң бу һәқтики әйибләшлири вә тәнқидлиригә нисбәтән ғайәт зор санда тәшвиқат филими тәйярлап, бу җайлардики, җүмлидин ирқий қирғинчилиқ давам қиливатқан уйғур дияридики һаятниң “нәқәдәр гүзәл” вә “арамбәхш” икәнликини тәшвиқ қилған. Бу хилдики филимләрдә “уйғур артист” лар оттуриға чиқип “шинҗаңда һаят тинчлиқ вә асайишлиқ ичидә давам қиливатиду. Бу җайда қирғинчилиқ болуватиду, мәҗбурий әмгәк давам қиливатиду, дегәнләр учиға чиққан ялғанчилар” дегәндәк сөзләрни қилған. Йәнә бәзилиридә чәт әллик саяһәтчиләр сияқида оттуриға чиққанлар бу җайда һечқандақ сәлбий һадисиләрни көрмигәнликини тәкитлигән.
Хәлқарада сифирлиқ қурулуш саһәсидә көзгә көрүнгән мутәхәссисләрдин кендрек чан (Kenddrick Chan) бу һәқтә сөз қилип “бу кишиләрниң қандақ контроллуқ яки қандақ тәһдитләр астида бу филимләрни ишлигәнликини еһтимал биз мәңгү биләлмәсликимиз мумкин” дегән. Доклатта йәнә алаһидә қилип “йотуб” қанилиниң бу хилдики сиясий тәшвиқатларға сорун болуп бәрмәслики алаһидә тәвсийәләр қатарида оттуриға қоюлған.