Хитайниң тәшвиқатиға маслишиватқан ғәрблик академиклар пәйда болмақта
2024.09.04
Йеқинқи мәзгилдин буян уйғур елигә зиярәткә барған ғәрблик “академиклар” ниң хитай мәтбуатлириға сөз қилип, хитайниң “шинҗаң сиясити” ни ақлаватқанлиқи диққәт қозғимақта.
Әнглийәлик тәтқиқатчи, “германийә вә хитай” намлиқ китабниң аптори андрияс фулда (Andreas Fulda) өзиниң X һесабида елан қилған учурида, уйғур елини зиярәт қилған ғәрблик академикларни тәнқидләп: “хитай компартийәсиниң һәйвисигә баш әгкән ғәрблик академиклар әркин җәмийәтниң қиммәт қаришиға бузғунчилиқ қилмақта” дәп язған.
Андирияс фулда бу инкасни җаң хечиң исимлик бирсиниң тарқатқан видийосиға рәддийә берип язған. Җаң хечиң “хитай-пакистан иқтисад каридори” ниң мәслиһәтчиси вә директори болуп, у “хитай хәвәрлири” тарқатқан бир видийони һәмбәһирләп, униң астиға “миллий мәсилиләрни тәтқиқ қилидиған икки алим өз көз қарашлирини оттуриға қоюп, шинҗаң һәққидә ялған-явдақларни пәйда қилишниң сәвәбини ашкарилиди” дәп язған.
Видийода көрситилишичә, австралийәлик хитайшунас тәтқиқатчи колин мәкерас (Colin Mackerras) “хитай хәвәрлири” таратқусиға бәргән зияритидә уйғурларниң һәр йәрдә өз мәдәнийити вә сәнитини сақлап яшаватқанлиқини, мәсчитләрниңму көп икәнликини билдүрсә, америкалиқ тәтқиқатчи, хоңкоң университети иҗтимаий пәнләр пирофессори барри сотман (Barry Sautman) “шинҗаң һәққидә чиққан әйибләш вә қарилашларниң американиң бир сиясий истратегийәси, хитайға қарши тәшвиқатниң бир қисми” икәнликини билдүргән.
Уйғурлар мәсилисини дуняға аңлитишта төһпә қошуп келиватқан адриян зениз, дәррен байлерға охшаш көплигән тәтқиқатчиларниң әксичә, хитайниң депини челиватқан бундақ тәтқиқатчиларниңму мәйданға келиши, хитайниң академик саһәдиму өз җинайитини ақлайдиған сәһнә һазирлаватқанлиқини көрсәтмәктә.