Америкадики уйғур мәсилиси мутәхәссислири хитайниң тор һуҗумиға учримақтикән

Мухбиримиз ирадә
2022.08.04

Америка тор бихәтәрлики тәтқиқатчилириниң доклатиға қариғанда, өткән йилидин башлап хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқини дәлил-испатлири билән дуняға ашкарилап бәргән германийәлик тәтқиқатчи адриян зенизни нишан қилған мәхсус бир тор һуҗуми һәрикити йүз бәрмәктикән.

Хитайниң қоллишидики бу тор бәтләр, тәтқиқатчи адриян зенз һәққидә бир қатар сахта мақалиләрни вә тивиттер учурлирини ойдуруп чиққан болуп, уларниң биридә адриян зензниң өз тәтқиқатлири үчүн америка кеңәш палата әзаси марко рубийодин вә сабиқ президент трампниң мәслиһәтчиси ситив баннондин пул алғанлиқи илгири сүрүлгән.

Кейин бу ойдурма хәвәрләр йәнә башқа бир қанчә иҗтимаий таратқу һесабатлири һәмдә тор бекәтлиридиму хәвәр қилинған, шундақла аталмиш “шивитсарийәлик” Jonas Drosten дегән кишиниң намидин тивиттерда елан қилинған. Бу хәвәр йәнә “шивитсарийә хәвәр тори” дегән намдики бир тор бекитидиму тарқитилған. Бу йил 5-айда “хитай күндилик гезити” елан қилған бир мақалидә мәзкур сахта шиветсарийәликниң сөзлиридин нәқил кәлтүрүлгән.

Америкадики “Mandiant Inc” намлиқ тор бихәтәрлик ширкити елан қилған әң йеңи доклатта ейтилишичә, адриян зензға һуҗум қилиш һәрикити-хитайни қоллайдиған вә хитайниң тәшвиқатини илгири сүридиған 70 тин артуқ гуманлиқ хәвәр торлириниң хитайниң образ тәшвиқатини қилиш тиришчанлиқиниң бир қисими болуп, бу тор бәтләр 11 хил тилда хәвәр тарқитидикән.

Юқириқи бу тор бихәтәрлик ширкити, бу тор һуҗуми һәрикитиниң хитай һөкүмитигә четишлиқлиқини көрситип беридиған конкирет испатлар болмисиму, әмма бу тор бәтләр үчүн қоллинилған “актип енергийә” дегән сөзниң хитай һөкүмити тәрипидин даим ишлитилидиған сөз икәнликини, шуңа бу һәрикәтниң хитай һөкүмитиниң көз қариши вә сияситини тәшвиқ қилидиған системилиқ тор һәрикити дәп җәзмләштүргили болидиғанлиқини ейтқан.

Мәлум болушичә, мәзкур доклаттин кейин твиттер баянатчиси тивиттердики бир қанчә һесабатларниң тохтитилғанлиқини билдүргән, әмма юқириқи ойдурма хәвәр тарқатқан тор бәтләрниң бири болған шаңхәй хәйшүн техника чәклик ширкити намлиқ иҗтимаий алақә тори буниңға инкас қайтурмиған.

Хитай һөкүмити нөвәттә дөләт қоллишидики тор тәшвиқатини кәң көләмдә илгири сүрүватқан болуп, Mandiant тор бихәтәрлик ширкитиниң юқири дәриҗилик анализ дериктори даниял капелман нөвәттә иҗтимаий алақә тор бәтлири вә сахта хәвәр тор бәтлири арқилиқ учур қалаймиқанчилиқи пәйда қилиш һәрикәтлириниң барғансери еғирлап кәткәнликини билдүргән.

Мәлум болушичә, бу сахта тор бәтләр шималий америка, явропа, оттура шәрқ вә асиядики оқурмәнләрни нишан қилған болуп, улар уйғур мәсилисидин сирт, йәнә хоңкоң мәсилиси вә русийәниң украина уруши һәққидиму ойдурма хәвәрләрни тарқатқан. Украина тилида елан қилинған бир мақалидә һәтта американиң украинада қурғанлиқи илгири сүрүлгән аталмиш “био-химийә тәҗрибиханиси” ниң нурғунлиған украиниялиқларниң өлүмигә сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.