Хитай дипломатийә министери ваң йиниң түркийә зиярити көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта
2016.11.20
Игилинишичә, хитай дипломатийә министери ваң йи 13-ноябир күни әнқәрәдә хитай-түркийә дипломатийә министерлири сөзлишиш йиғиниға қатнашқан.
Мәзкур учришиштин кейин хитай дипломатийә минстери ваң йи түркийә дипломатийә министери чавуш оғли билән бирликтә мухбирлар билән көрүшкән.
Хитайдики хәлқ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, ваң йи билән чавуш оғли мухбирларниң түркийә-хитай мунасивәтлири, икки дөләтниңниң сода-тиҗарәт алақиси шундақла террорлуққа ортақ тақабил туруш һәққидә сориған соаллириға җаваб бәргән.
Һалбуки, мәзкур учришишта алдинқи айлардин буян хитайниң бесими билән түркийә сақчи орунлири тәрипидин тутуп туруливатқан истанбулдики уйғур сиясий паалийәтчи абдуқадир япчанниң делоси тилға елинмиған.
Абдулқадир япчан бу йил хитайда ечилған 20 дөләт гуруһи башлиқлириниң учришиш йиғини һарписида түркийә сақчилири тәрипидин 1-сентәбирдә тутуп кетилип 29-сентәбир күни гунаһсиз дәп қоюп берилгән иди. Һалбуки, униң нәзәрбәнттин қоюп берилип, аридин бир сотка өтмәйла йәнә тутулуп кетиши муһаҗирәттики уйғур җамаити арисида күчлүк инкас пәйда қилмақта.
Гәрчә истанбулдики бакиркөй сүлһи җаза сот мәһкимиси абдуқадир япчанни 40 күнлүк назарәт астиға алидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма униң бу муддәт өтүп таки һазирғичә тутуп турулуши муһаҗирәттики уйғур җамаитини әндишигә салмақта.
Уйғур көзәткүчиләр, хитай дипломатийә министери ваң йиниң түркийә зияритиниң нәзәрбәнттики уйғур диний өлима вә җамаәт әрбаби абдуқадир япчанниң тәқдиригә зади қандақ сигнал елип келидиғанлиқиға диққәт қилмақта.